Хан җәмәти сақчи оргини канададики хитай ширкәтлириниң алдамчилиқ вәқәсини тәкшүрмәктә

Канададики хитай ширкәтлириниң иқтисадий сәтчиликлири барғансери көпәймәктә. Канада хан җәмәти сақчи идариси аксийә базириға киргән “хитай орман ширкити” ниң канададики иқтисадий алдамчилиқини тәкшүрмәктә.
Ихтиярий мухбиримиз камил турсун
2011.12.29
sino-forest-company-kanada-305.jpg “сино-форәст корп” йени “хитай орман ширкити” ниң тор бәт көрүнүши. 2011-Йили декабир.
www.sinoforest.com

Канада хан җәмәти сақчи идариси аксийә базириға киргән, хитайниң әң чоң ширкәтлиридин бири болған “хитай орман ширкити” канададики иқтисадий алдамчилиқ қилмишлирини тәкшүрмәктә. Хитайниң кийим-кечәк вә аяқ содиси билән шуғуллинидиған йәнә бир ширкитиниң канада аксийә базарлиридики паалийити тохтитилди.Йеқинқи йиллардин бери, хитай ширкәтлири канада базарлириға киргәндин кейин иқтисадий сәтчиликләрму барғансери көпләп оттуриға чиқмақта.

Канада хан җәмәти сақчи идариси хитайниң канадада паалийәт қиливатқан “сино-форәст корп” йени “хитай орман ширкити” гә қарита җинайи ишлар бойичә рәсмий тәкшүрүшни башлиди. Бу тәкшүрүш бу ширкәтниң мал-мүлүк вә мәбләғ-киримлирини көптүрүп көрситиш арқилиқ, канадалиқ мәбләғ салғучиларниң нәччә милярд долларлиқ сәрмайисини алдап қолға кәлтүргән-кәлтүрмигәнликини ениқлашни өз ичигә алиду. Әгәр юқириқи әйибләш һәқиқәтән испатланса,бу канада тарихидики әң чоң аксийә базири алдамчилиқ делоси болуп қалиду.

Бу йилниң оттурилирида, “хитай орман ширкити” ниң хитайдики мәблиғини көптүрүп мәлум қилғанлиқи ашкариланған иди. Онтарио штатиниң аксийә базирини назарәт қилиш оргини авғуст ейида мәзкур ширкәтниң иқтисадий алдамчилиқиға аит дәлил-пакитларни байқиғанлиқи вә бу ширкәтниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң сахтипәзлик қилмишлирида болунғанлиқини билдүрүп, униң торонто аксийә базиридики содисини тохтатқанлиқини елан қилғаниди.

“хитай орман ширкити” торонто аксийә базириға киргән, хитайниң әң чоң ширкәтлиридин бири болуп, униң асаслиқ паалийити хитай қуруқлуқида.Бу ширкәт торонтодики аксийә базириға киргәндин кейин, хитайниң иқтисадий җәһәттин дуняда баш көтүрүватқанлиқиға вә униң яғач материялларға болған еһтияҗиниң ашидиғанлиқиға үмид билән қарайдиған канадалиқ мәбләғ салғучиларни өзигә җәлп қилған шундақла ширкәтниң әмәлий базар қиммити қисқа вақит ичидә тез йүксилип, 6 милярд долларға йәткәниди.

“йәршари почтиси” гезитиниң мустәқил тәкшүрүшигә қариғанда,улар “хитай орман ширкити”ниң бәзи елим-сетим ишлириниң очуқ-ашкара әмәсликини вә бу ширкәтниң хитайдики мәбләғ вә мал мүлүклириниң әмәлий қиммитиниң улар мәлум қилған сан билән көп пәрқ қилидиғанлиқини байқиған.

Мәзкур гезитниң ашкарилишичә, “хитай орман ширкити” ниң алдамчилиқ делосини тәкшүрүватқан хан җәмәти сақчи идарисиниң пул-муамилә органлирини назарәт қилиш әтрити нөвәттә канада билән хитайдин ибарәт икки дөләт оттурисидики мусапә, тил вә қанун-әдлийә қатарлиқ мәсилиләрдә түрлүк қийинчилиқларға йолуққан.

Канада мәтбуатлириниң әскәртишичә, торонто аксийә базириға киргән хитайниң йәнә бир чоң ширкитиму малийә мәсилисидики қалаймиқанчилиқлар сәвәбидин тәкшүрүлмәктә. Онтарио штатиниң аксийә базирини назарәт қилиш оргини кийим-кечәк вә аяқ содиси билән шуғуллинидиған “зуңуи” исимлик бу ширкәтниң пай чеки базиридики барлиқ паалийәтлирини тохтатқан вә ширкәтниң юқири дәриҗилик икки нәпәр әмәлдари үстидин сот орунлириға әрз сунған.

Канада ахбарат агентлиқиниң алдинқи күнидики хәвиригә қариғанда,нөвәттә “хитай орман ширкити” ниң тәкшүрүлүватқанлиқ хәвири оттуриға чиққандин кейин, униң базар қиммити әслидики 6 милярд доллардин 2 милярд 3 йүз милйонға чүшүп қалған, йәни бу бир нәччә айда, бу ширкәтниң тәхминән 3.7 Милярд долларлиқ қиммити ерип түгигән.

Йеқинқи йиллардин бери, хитай ширкәтлири канада базарлириға киргәндин кейин иқтисадий сәтчиликләрму барғансери көпәйгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.