Уйғур сиясий паалийәтчилири хитай һөкүмитиниң сияситигә тақабил туруш һәққидә йеңи пикирлирини йүргүзди
2011.03.31

Чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар, болупму уйғурларниң маарип, дин вә кишилик һоқуқ қатарлиқ сиясий һоқуқлирини қоғдаш үчүн америка һәмдә ғәрб әллиридә паалийәт елип бериватқан сиясий тәшкилатлири, һәмдә уйғур зиялийлири хитай һөкүмитиниң қош тил маарип сиясити, уйғур яшлирини ишқа орунлаштуруш баһанисидә хитай өлкилиригә йөткәш, уйғурларниң диний әркинликини контрол қилиш, пиланлиқ туғут қатарлиқ бир қатар сиясәтлирини йәнила изчил түрдә, һәтта техиму күчәйткән асаста йолға қоюватқанлиқини хәлқара сорунларда күчлүк әйибләп кәлмәктә.
Уйғурларниң сиясий тәшкилатлири һазирқи вәзийәттә, йәнә қандақ йеңи сиясий йөнилиш вә чариләрни ишқа селиши керәк? уйғур зиялийлириниң бу һәқтики йеңи пикир вә қарашлири қандақ ? биз бу мәсилиләр һәққидә германийидә яшаватқан, шәрқий түркистан миллий қурултийиниң сабиқ рәиси әнвәрҗан әпәндини шуниңдәк түркийидики сиясий паалийәтчи, шаир сейитниса лоқман ханимни зиярәт қилдуқ.