Голландийидики сиясий партийиләр уйғурларниң хитайға қайтурулмаслиқини тәләп қилмақта

Голландийидики йешиллар партийиси билән ишчилар партийиси һәмкарлишип, уйғур илтиҗачиларниң хитайға қайтурулушиға қарши турған вә голландийә парламентида әдлийә вә бихәтәрлик министирлиқиниң министир ярдәмчисидин уйғур илтиҗачини қайтуруш пиланиға алақидар мәсилиләр һәққидә қаттиқ соалларни сориған.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2013.01.17
Gollandiye-panahliq-Lagiri.JPG Голландийидики панаһлиниш лагеридики уйғурлардин бир көрүнүш. 2013-Йили январ.
RFA/Pidaiy

Бу соаллар йешиллар партийисиниң тор бетидә елан қилди.

Хәвәрдин мәлум болушичә, бу икки партийә голландийә парламентида әгәр уйғур илтиҗачилар хитайға қайтурулса уларниң бихәтәрликидин әнсирәйдиғанлиқи, илгири хитайға қайтурулған уйғурларниң түрмиләргә ташланғанлиқи, әмгәк билән өзгәртиш лагерлириға соланғанлиқи, бу әһвалниң инсан һәқлиригә хилап икәнликини әскәрткән.

Голландийә парламентида оттуриға чүшкән соаллар төвәндикичә:

  • Алий сотниң бүгүн қайтурулуши қарар қилинған уйғурниң илтиҗа һәқлирини тәстиқлап вақитлиқ хитайға қайтурушни тохтатқанлиқи тоғриму? сиз бу қарарни инкар қиламсиз?
  • Сиз бу илтиҗачиниң уйғур дәвасидики аммиви паалийәтләрдә актип шәхс икәнликидин хәвәрлириңиз барму? мәсилән: д у қ ниң 2012-йилидики паалийәтлиригә қатнашқан. Буниңға аит рәсимләрниң интернет тор бәтлиридә елан қилинғанлиқи түпәйлидин, у илтиҗачи хитайға қайтурулса униң һаяти бихәтәрликигә хәтәр йетидиғанлиқини нәзәргә елиш лазим әмәсму? шуңа бу илтиҗачиниң архиплириға қайтидин инчикә қарап чиқиш керәкму, қандақ? әгәр һаҗәтсиз дәп қарисиңиз, сәвәби немә? әһвал ундақкән, сиз у уйғур илтиҗачиниң хитайға қайтурулушида, униң йәнә қайси хил хәтәрләргә дуч келидиғанлиқини техиму чоңқурлап ениқлашқа әһмийәт берәмсиз?
  • Сиз илтиҗачилар ярдәм орни билән хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бу илтиҗачиларниң хитайға қайтурулушидин әнсирәйдиғанлиқини қандақ чүшәндүрисиз? илтиҗа қилған уйғурларниң хитайға қайтурулушидин, түрмиләргә вә әмгәк билән өзгәртиш лагерлириға солинип зиянкәшликкә учриши вә инсан һәқлиригә қарши тән җазаси берилидиғанлиқидәк әһвалларни түгәткили боламду? сиз барлиқ инсан һәқлири тәшкилатлириниң уйғур илтиҗачиларни хитайға қайтурмаслиқ чақириқиға қандақ қарайсиз?
  • Сиз шветсийидики хизмәтдашлириңиздин илгири хитайға қайтурулған икки уйғурниң трагедийисидин уйғур илтиҗачиларни хитайға қайтурмаслиқ қарарини алғанлиқиниң тәпсилатини билиш үчүн, улар билән алақиләштиңизму?
  • Сиз уйғур илтиҗачи хитайға қайтурулса, уни қандақ яман ақивәтләрниң күтүп туридиғанлиқини йеңидин тәкшүрүш елип беришқа вә бу тәкшүрүш нәтиҗисигә хәлқара кәчүрүм тәшкилатидәк тәшкилатларниң тәйяр тәкшүрүш нәтиҗилирини қошуп елан қилишқа, шундақла бу нәтиҗиләргә асасән уйғур илтиҗачиларни қайтурушни тохтитишқа һәрикәт қиламсиз? әгәр қилмисиңиз, немә үчүн?

Нөвәттә елан қилинған соалларға қарита, әдлийә вә бихәтәрлик министирлиқиниң мунасивәтлик хадими қандақ җаваб бәргәнлики ейтилмиғанлиқидин, соалларниң җаваблири музакирә қилиниватқанлиқи тәхмин қилинмақта.

Голландийә мәтбуатлиридики алақидар мәзмунларда, хитайға қайтурулушқа һөкүм қилинған уйғурниң вақитлиқ тохтитилип қоюлғанлиқи баян қилинған болсиму, ахирқи қарарниң қандақ болидиғанлиқи һәққидә учур берилмигән.

Мәлум болушичә қайтурулушқа буйрулған уйғур шәрқий түркистанниң ғулҗа шәһиридин кәлгән 30 яшлар әтрапидики әр икән. У һазир тутуп турулуватқан йәрдин қоюветилгән болсиму, лагердин һәйдилип сиртта қалғанлиқи үчүн, достлириниң йенида вақитлиқ панаһлиниватқанлиқи билинмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.