Голландийидә йәнә бир қиз хитай консулханисиға тухум етип намайиш қилди

Һазир ениқсиз мәлуматларға көрә голландийидә сиясий панаһлиқи һәл болмай сақлаватқан илтиҗачи уйғурларниң сани 200 дин артуқ дәп тәхмин қилинмақта.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2012.09.20
Dilraba-Ablet-305.jpg Сиясий панаһлиқ тилигүчиләрни тутуп туруш лагеридин чиқириветилгәндин кийин ғәмгә патқан дилрәба абләт хиял сүрмәктә. 2012-Йили сентәбир, голландийә.
RFA/Pidaiy

Улардин бәзиси бир нәччә йилдин бири сақлаш билән кампларда вә далдилинип туруватқан йәрлиридә үн-түнсиз яшимақта. Көпинчиси тәшкилатлар билән алақә орнитип, қачан намайиш тәшкилләнсә актиплиқ билән қатнишип материял топлап, адвокатлири арқилиқ мунасивәтлик орунларға йоллашниң койида тепирлимақта.

Голландийидә 6-7 айдин бири парчилинип кәткән бирләшмә партийиләрдин тәшкилләнгән иҗрачи һөкүмәтниң қайтидин тәртиплиниши сәвәблик, худди тинч судәк җимип кәткән панаһлиқ ишлири сәбиргә көндүрүвәткән уйғурлардин бәзисиниң пиғанини ташурувәттиму қандақ, йеқинда илтиҗа тәлипи рәт қилинип, камптин һәйдәп чиқирилған бир уйғур қизи хитай консулханисиға тухум етип, шоар товлап намайиш қилған. Узун өтмәй сақчилар келип мәзкур қизни тутқун қилған вә қисқиғина соал-сорақтин кейин қоювәткән.

Сиясий панаһлиқ тилигүчи дилрәба абләт голландийидә турушлуқ хитай консулханисиға тухум атмақта. 2012-Йили сентәбир, голландийә.
Сиясий панаһлиқ тилигүчи дилрәба абләт голландийидә турушлуқ хитай консулханисиға тухум атмақта. 2012-Йили сентәбир, голландийә.
RFA/Pidaiy

Дилрәба исимлик бу қиз хитай консулханисиниң алдиға немә үчүн барди? униң намайиш җәряни қандақ болди? сақчилар уни тутувалғандин кейин, немә дәп қоюп бәрди? у қорқтиму? пушайман қилдиму? униң вападар дости униңға қандақ ярдәм қилди?

Юқиридики аваз улинишидин дилрәба қиз билән өткүзгән сөһбитимизни аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.