Чәтәлләрдә панаһлиқ тилигүчи уйғур яшлар йолуқуватқан мәсилиләр һәққидә

5-Июл вәқәсидин кейин германийигә келип сиясий панаһлиқ тилигән қорумиға йәтмигән уйғур яш өсмүрлириниң көпийиши вә уларниң панаһлиқ тиләш йолида учраватқан мәсилиләр германийә көчмәнләр идариси кишилик һоқуқ органлириниң диққитини тартқан.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.10.22
5-fewral-germaniye-namayish-2012-305.png Сүрәттә норвегийәдики намайиштин бир көрүнүш
Photo: RFA

Гәрчә уйғурлар чәтәлләргә чиқиш үчүн көп хил тосуқларни бөсүшкә һәм нурғун бәдәлләрни төләшкә тоғра кәлсиму, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити сәвәблик, юрт-макани, қовм-қериндашлири, иқтисад вә сөйгән кәсиплирини тәрк етип чәтәлләргә қечип чиқиватқан вә яки өзи чиқип кетәлмисиму, пәрзәнтлирини миң бир җапада чиқириватқан уйғурлар барғанчә көпәймәктә.

Германийә Karlsruhe шәһиридики чеграсиз милләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ мәркизидә панаһлиқ тилигүчиләр хизмити билән шуғуллиниватқан амангүл езиз ханим, болупму 5-июл вәқәсидин кейин германийигә келип сиясий панаһлиқ тилигән уйғурлар арисида қорумиға йәтмигән уйғур яш өсмүрлириниң көпийиши вә уларниң панаһлиқ тиләш йолида учраватқан мәсилиләрниң германийә көчмәнләр идариси кишилик һоқуқ органлириниң диққитини тартқан мәсилигә айланғанлиқини, уйғурларниму әндишигә селиватқан бир мәсилә болуп қалғанлиқини баян қилди.

Юқиридики аваз улинишидин, мәзкур мәсилә һәққидә мухбиримизниң амангүл ханим билән өткүзгән сөһбитини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.