Сейит таранчи: хитай һөкүмити изчил хата сиясәт йүргүзүватиду
2011.03.02
Йеқинда, үрүмчи кәчлик гезитидә, йопурға наһийисидин 30 нәпәр яшни, үрүмчидики “бәхтияр зибузиннәт буюмлирини ясаш завути” ға ишқа қобул қилип йолға салғанлиқи, бу арқилиқ йеза яшлириниң бейиш йоллирини кеңәйтиш, деһқанларниң киримини ашуруш мәқситигә йәткили болидиғанлиқи тоғрисида хәвәр елан қилинди.
Бу һәқтә мулаһизә йүргүзгән, истанбулдики шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи сийит таранчи әпәнди, хитай һөкүмитиниң 30 нәпәр әмәс, бәлки 30 миң нәпәр уйғур яшни, һәтта униңдинму көплигән яшларни өз вәтинидә ишқа орунлаштуруш имканийитиниң барлиқини, әмма уйғурларни ассимилятсийә қилишни мәқсәт қилған хитай һөкүмитиниң, нәччә йүзмиңлиған уйғур яшлирини хитай өлкилиригә йөткәп изчил хата сиясәт йүргүзүватқанлиқини, бу хәвәр арқилиқ кишиләрниң көзини бояшқа урунуватқанлиқини билдүрди.
Юқиридики улиништин мухбиримизниң сийит таранчи әпәнди билән қилған сөһбитини аңлиғайсиләр.