Архип
2012-12-27
Хәлқарадики әң чоң уюшма бирләшкән дөләтләр тәшкилати бәлгилигән қанунларни, хитабнамиләрни һазирқи мәвҗут мәмликәтләрниң барлиқиниң етирап қилишиниң шәртлики көпчиликкә яхши мәлумдур. Әйнә шу қанунларниң бири - һәр бир милләтниң, хәлқниң кишилик һоқуқлирини сақлаш һәм уларға һөрмәт билдүрүштур.
2012-12-27
Йеқинда қирғизистан уйғур иттипақ җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗи, баш йигит беши өмәрҗан һәмрайив вә иттипақ кеңишиниң бир түркүм әзалири иссиқ көл вилайити тәвәсидики уйғур җамаити билән көрүшүп, иттипақ шөбилири қуруш, аяллар кеңиши қуруш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилған.
2012-12-26
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири дуня уйғур қурултийиниң йетәкчилики астида уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқи вә сиясий һоқуқлирини қолға кәлтүрүш үчүн үзлүксиз тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә. Җүмлидин 2012 - йилидиму чәтәлләрдики уйғурлар иҗтимаий, мәдәний, сиясий паалийәтлирини кәң қанат яйдуруп, муһим хизмәтләрни ишлиди. Биз 2012 - йили аяқлишиш алдида турған бир пәйттә мана бу муһим паалийәтләрни бир әсләп өтүш үчүн уйғур кишилик һоқуқ программисиниң дериктори, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси алим сейтоф әпәндини зиярәт қилдуқ.
2012-12-26
Хитайниң илим саһәсидики бир түркүм атақлиқ затлар вә адвокатлар хитай рәһбәрлиригә тәклипнамә сунуп, сиясий ислаһат елип беришни илтимас қилған.
2012-12-26
Хитай мәркизи телевизийиси тәрипидин бирқанчә йилдин бери елип бериливатқан “җуңгони тәсирләндүргән” 10 шәхсни баһалаш паалийити бу йилму муназирә қозғиди.
2012-12-26
Д у қ муһаҗирлар комитети рәиси рәиси хәйрулла әфәдигил әпәнди түркийиниң қириққалә университетида бәргән доклатида, түркийә 2012 - йилини хитай мәдәнийәт йили дәп елан қилинғандин кейин дуня уйғур қурултийиниң буниңға қарши түркийидики паалийәтни күчәйтишни қарар қилғанлиқи, буниңға асасән бир йил ичидә тәхминән 30 қетим доклат бериш йиғини өткүзгәнлики, буниң көпини түркийидики университетларда өткүзгәнликини билдүрди.
2012-12-26
Өзбекистан пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ институтиниң тарих тәтқиқатчиси кубатин әндрей әпәнди, уйғурларниң өз мәдәнийитини қоғдаш вә ана тилида тәлим елиш тәбиий һоқуқи икәнликини тәкитлиди.
2012-12-26
Австралийиниң сейдни шәһиридә өткүзүлгән 8 - нөвәтлик “австралийә уйғур лоңқиси” айланма мусабиқиси 12 - айниң 23 - күни башлинип 26 - күни мувәппәқийәтлик һалда аяғлашти.
2012-12-26
Бүгүн японийидики сайламда ғәлибә қилған японийә әркин демократчилар партийисиниң әзалири японийиниң сабиқ баш вәзири, мәзкур партийиниң рәиси шинзо абе башчилиқида йеңидин кабинт тәшкилләп, японийә йеңи һөкүмитини қуруп чиқти.
2012-12-26
Қирғизистанда йитишип чиққан уйғур йигити подполковник һәсәнҗан мухтароф өз кәспидә қирғизистан дөлитигә алаһидә төһпә қошупла қалмастин, бәлки уйғурларниң мәдәнийитини йүксәлдүрүш, ана тилини сақлап қилиш, яшларни тәрбийиләш йолидики иҗтимаий паалийәтлиригиму актип қатнишип, өз һәссисини қошуп кәлмәктә һәмдә хәлқниң һөрмәт вә алқишиға сазавәр болмақта.
2012-12-26
2012 - Йили 12 - айниң 24 - күни бәһрәйн дөлитиниң пайтәхти мәнамә шәһиридә “әрәб қолтуқиға җайлашқан дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши” ниң 33 - нөвәтлик чоң қурултийи чақирилди.
2012-12-25
Өзбекистан пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ институтиниң тарих тәтқиқатчиси кубатин әндрей әпәнди, тарихта уйғурлар билән өзбекләрниң бир хәлқ икәнликини, тарихта уйғур вә өзбекләр өзлирини бир хәлқ дәп қарайдиғанлиқини, уйғур, өзбек дегән аталғуни тәләппуз қилмастин, әнҗанлиқ, ташкәнтлик, қәшқәрлиқ, турпанлиқ дәп атишидиғанлиқини, 1924 - йилларда руслар бу хәлқни иккигә айрип, әнҗан вә пәрғанә тәрәптикиләрни өзбек, шәрқий түркистан тәрәптикиләрни уйғур дәп икки хәлққә айривәткәнликини оттуриға қойди вә уйғур, өзбек тиллирини икки тил әмәс, икки шивә дейишкә болиду, деди.
2012-12-25
Мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийиси җәмиийтиниң уюштуруши билән үчинчи қетимлиқ уйғур магистир вә доктор оқуғучилири илмий муһакимә йиғини 23 - декабирда истанбул зәйтибурну райониға җайлашқан деңиз фәнәри җәмиийити йиғин залида “достимиз илим - мәрипәт, дүшминимиз наданлиқ вә җаһаләт” шуари астида ечилди.
2012-12-25
Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди түркийиниң ақсарай вилайитидә бәргән доклатида : “түркийидә шәрқий түркистан мәсилиси аңлитилмиған җай қоймаймиз” деди. 24 - Декабир күни түркийиниң оттура қисимиға җайлашқан әң чоң вилайитидин бири болған ақсарай вилайитиниң мәркизи ақсарай шәһиридә уйғурлар һәққидә бир йүрүш паалийәтләр өткүзүлди.