Әрәб дөләтлиридики хәлқ намайишлири давам қилмақта
2011.03.29

Әрәб дөләтлиридики намайишлар һәр хил болмақта. Йәмәндә рәис ели абдулла салиһ сүний партлашни чиқирип өз хәлқидин 100 дин көпрәк адәмниң өлүмигә сәвәб болған болса, ливийиниң казафийси инқилабчи хәлқ алған җайларни бомбардиман қилип һәр күни онларчә адәмниң өлүмигә сәвәб болмақта. Әмма иорданийә вә сүрийиләрдә хәлқ намайишлири унчивала күчлинәлмигән болсиму давам қилмақта.
Йәмән рәисиниң күйоғли намайишчилар сепигә қошулди
Қатарниң “әл җәзирә” телевизийә қанилиниң 29-март сәйшәнбә күни йәмән пайтәхти сана шәһиридин бәргән баянатиға асасланғанда, йәмәнниң сана, әдән, шәба қатарлиқ 10ға йеқин шәһиридики хәлқ намайиши алаһидә күчлүк болған вә намайишқа қатнашқанлар сани 10 миңдин ашқан. Йәмәнниң әбйән шәһиридики қорал амбирида йүз бәргән партлашниң арқисида ели абдулла салиһ һакимийитиниң қоли барлиқи испатланған вә бу партлашта 100гә йеқин адәмниң һаятини йоқатқанлиқи билдүрүлгән.
Йәмән рәиси ели абдулла салиһниң күйоғли йәһя муһәммәд исмаил өзиниң бир қанчә қоманданлири билән бирликтә йәмән хәлқ намайишиға қошулғанлиқини елан қилди вә хәлқни мустәһкәм турушқа чақирди. У мундақ деди: “мән бүгүндин башлап йәмәндики хәлқ намайишиға қошулдум, барлиқ имканийәтлирим билән бу намайишни қоллаймән. Әй намайишчи әзимәтләр! мән силәргә шундақ вәдә беримәнки, ахирқи ғәлибини қолға кәлтүргәнгә қәдәр бу мәйданда силәр билән биллә күрәш қилимән, мән вә қошунлирим силәр билән биллимиз. Дәвайимиз бир, ғайимиз бирдур. Чидам бериңлар, мәһкәм туруңлар, арқиға чекинмәңлар, биз чоқум ғәлибә қилмай қалмаймиз.”
Казафий қошунлири илгирилимәктә
“әл җәзирә” телевизийә қанилиниң хәвиригә қариғанда, казафий қошунлири қәдәмму - қәдәм илгириләп намайишчилар елип болған бәзи шәһәрләрни қайтурувалған. Мисратә шәһиригә илгириләп киргән казафий күчлири хәлққә қарши башқурулғучи бомбиларни вә узун мусапилик зәмбирәкләрни қолланған.
“әл җәзирә”мухбириниң ливийиниң мисратә шәһиридин бәргән баянатида дейилишичә, өткән 10 күн ичидә мисратә шәһиридә казафий күчлириниң топ-зәмбирәклири вә ракеталири билән өлгәнләрниң сани 244кә йәткән.
Сүрийә һакимийити казафийға мәдәт бәрмәктә
Кувәйттә чиқидиған “әл муҗтәмә журнили”ниң 2011-йили24-март санида“ сүрийә һакимийити казафийға мәдәт бәрмәктә”дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мундақ дейилгән: “ливийидә қурулған миллий комитет сүрийиниң казафий һакимийитигә янтаяқ болуватқанлиқини ениқ оттуриға қойди. Һәтта, өзлиридә сүрийиниң тартус портидин ливийиниң тараблус портиға қарап қорал-ярақ көтүргән икки чоң парахотниң қозғалғанлиқи һәққидә санлиқ мәлумат барлиқини сөзлиди. Шундақла казафий қошуни ичидә сүрийә әскәрлириму барлиқини тәкитлиди.”