Тарим нахшиси вә бир дәвр уйғур яшлириниң һәсрити
Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.02.15
2013.02.15
Public Domain
“қайта тәрбийә елиш” долқуни охшашла ашу дәврдики уйғур яшлириниң билим елиш тәшналиқи, келәчәккә болған үмиди вә гүзәл арзу - арманлириниму көпүккә айландуриду. “йезиға чүшкән зиялий яш” дегән чирайлиқ нам билән мәҗбурий әмгәккә тутулған яшлар урғуп турған яшлиқ баһарини биһудә сиясий чақириқларниң қурбани қиливетиду. Тарим нахшиси әнә шу дәврдики уйғур яшлириниң йүрәк садаси вә яшлиқ һессиятлириниң ялдамиси сүпитидә 40 йилдин буян ейтилип кәлмәктә.
Биз ашу дәврни өз бешидин кәчүргән, һазир австралийидә яшаватқан уйғур зиялийлиридин сәлимә камал ханим билән тарим нахшисиниң арқа көрүнүши һәққидә сөһбәт елип бардуқ.
Тәпсилатини йоқириқи аваз улиништин аңлиғайсиз.