Һиндизм җәмийити хәлқара тәшкилаттин тайланд-камбоджа чеграсидики диний мирасни уруштин сақлашни тәләп қилди

Тайланд билән камбоджа чеграсида етишиш йүз бериватқили 5 күн болди. Бу икки дөләтниң чеграсидики милади 11-әсирдә бина қилинған һиндизм ибадәтханиси хәвп астида қалди.
Мухбиримиз вәли
2011.02.08
kambodzha-priwixar-butxanisi-etrapidiki-ahaliler-yiraqqa-kochuruldi-305.jpg Камбоджадики привихар ибадәтханиси әтрапидики аһалиләрни ойлиридин йөткәп 500 километир йирақлиқта чедир қуруп бәрди. 2011-Йили 7-феврал.
AFP

Һиндизм җәмийити хәлқара тәшкилаттин, дәрһал оттуриға чиқип, дуня мәдәнийәт мираслириниң бири болған привихар ибадәтханисини уруш отидин сақлашни тәләп қилди.

Шималий африқидики дуня мәдәнийәт мәркәзлириниң бири болған қаһирәдә һөкүмәт билән хәлқ оттурисида җиддий тоқунуш болуватқанда, шәрқи җәнубий асияда тайланд билән камбоджа чеграсидики дуня мәдәнийәт мираслириниң бири болған һиндизм ибадәтханиси уруш оти ичигә кирип қалғили 5 күн болди.

Америка авазиниң баян қилишичә, өткән җүмә күнидин башлап, тайланд билән камбоджа чеграсида 4 қетим җиддий етишиш йүз бәрди. Һәр икки тәрәп бир-биригә зәмбирәк, ракета қатарлиқ еғир қоралларниму қолланди. Бу чегра уруши милади 11-әсирдә бина қилинған привихар ибадәтханисиниң тәвәлики җәһәттә техичә һәл болмиған талаш-тартиштин келип чиққан. Бу чегра тоқунушида икки тәрәпниң бир нәччидин әскири өлди вә он нәччидин әскәрлири яриланди. Һазир һәр икки тәрәп бир -бирини қаттиқ әйибләватиду, чеграға көпләп әскәр топлаватиду. Шундақла, һазир һәр икки тәрәп йәнә, б д т бихәтәрлик кеңишидин тинчлиқ сақлаш қошуни әвәтишни тәләп қиливатиду.

Хәвәрдә ейтилишичә, шәрқий җәнубий асия бирлики, ә2015-йилида толуқ бир гәвдигә айлиниш үчүн алға илгириләватқанда йүз бәргән бундақ уруш отини дәрһал тохтитиш үчүн, шәрқий җәнубий асия бирликиниң нөвәтчи рәиси һиндонезийиниң ташқи ишлар министири түнүгүндин башлап, тайланд билән камбоджа мунасивитини келиштүрүшкә башлиди.

Ню-йорк таймис гезитиниң бүгүн баян қилишичә, гәрчә тайланд билән камбоджа чеграси бүгүн җимиққандәк көрүнсиму, әмма бу икки дөләт привихар ибадәтханисиниң тәвәлики мәсилисидә, техичә бир-биригә қилчә йол қоймай, давамлиқ җиддий елишиватиду.

Хәвәрдә ейтилишичә, тайланд билән камбоджа чеграсидики привихар ибадәтханисиниң тәвәлики мәсилиси, йиллардин буян бу икки дөләт оттурисидики чегра урушини кәлтүрүп чиқармақта.

Франсийә агентлиқиниң бу йил 10 -айда тайланд билән камбоджа генераллири чегра сөһбити өткүзгәндә елан қилған хәвиридики учурларға қариғанда,милади 11-әсирдики ува ханлиқи дәвридә, будда таш кемирлири асасида лайиһилинип, икки йүз йилда 23 падишаһ бина қилип чиққан бу привихар ибадәтханиси һиндизм илаһи шиваға тавап қилидиған ибадәтхана. Бу ибадәтхана һазир җуғрапийә җәһәттин камбоджа тәвәсидә, әмма бу мәнзириси гүзәл ибадәтханиға тайланд тәрәптинла киридиған йол бар. Қалған тәрипи тик қиялиқ. Демәк бу ибадәтханиға чоқум тайланттин кириш керәк.

Привихар ибадәтханиси 1796-йили тайландниң тәвәликидә болған. Франсийә 1806-йили камбоджани мустәмликә қилғандин кейин, привихар ибадәтханисини тайландтин тартивалған. 1907-Йили чегра бекиткәндә, франсийә бу ибадәтханини камбоджаға буйруп бәргән. Тайланд бу ибадәтханини 1949-йили қайтидин тартивалған. Шуниңдин кейин, тайланд билән камбоджа оттурисида җиддий талаш -тартишта туруватқан бу ибадәтхана 2008-йили дуня мәдәнийәт мираси дәп бекитилгән. Шуниңдин кейин, тайланд билән камбоджа оттурисида бу ибадәтханиниң тәвәлики тоғрисидики талаш -тартиш қайтидин башланған вә бурунқи йиллардикидинму җиддий түс алған.

Малайшияда чиқидиған “күн” гезити бүгүн һиндистандики һиндизм җәмийитиниң бүгүнки җиддий баянатини елан қилди. Униңда баян қилинишичә, һиндизм җәмийитиниң рәиси раҗан зәд тайланд билән камбоджа чеграсидики милади 11-әсирдә бина қилинған привихар һиндизм ибадәтханисиниң аллиқачан уруш отида зәхимләнгәнликини көрсәткән вә хәлқара җәмийәттин, дәрһал тәдбир қоллинип,ә дуня мәдәнийәт мираслириниң бири болған бу һиндизм ибадәтханисини уруш отидин сақлашни, буниңдин кейин бу ибадәтхана б д т ниң башқурушида болушини тәләп қилди.

Гәрчә, һазир шәрқий җәнуби асия бирлики тайланд билән камбоджа мунасивитини келиштүрүп үчүн җиддий тиришчанлиқ көрситиватсиму, әмма тайланд билән камбоджа чеграсидики дуня мәдәнийәт мираслириниң бири болған привихар ибадәтханиси техичә уруш оти ичидә қелиш хәвпидин хали қилинмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.