Австралийидики “тәңритағ анилири” әһмийәтлик паалийәтләрни қанат яйдурмақта

Австралийиниң адилайд шәһиридә қурулған “тәңритағ анилар гурупписи” қисқиниға бир йил ичидә өз тиришчанлиқлири билән көрүнәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди.
Ихтиярий мухбиримиз абидә
2012.11.21
tengritagh-aniliri-maddiy-buyum-305.jpg “тәңритағ анилар гурупписи” қурбан һейтлиқ вә җумһурийәт күни үчүн өткүзүлгән паалийәттә өзлири тәйярлиған маддий буюмларни ким ашти қилип сетип уйғурларниң ишлири үчүн җәмлиди. 2012-Йили 17-ноябир, австралийә.
RFA/Abide

Улар бир йил җәрянида һәр айдики йиғилишлирида топланған 5000 долларни шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң земин илиши үчүн бәргән. Улар йәнә 11-ноябир күни өткүзүлгән қурбан һейтлиқ вә җумһурийәт күни үчүн өткүзүлгән паалийәттә өзлири тәйярлиған маддий буюмларни ким ашти қилип сетиш арқилиқ йәнә 1200 доллардин артуқ пулни җәмийәткә бәргән.

“тәңритағ анилар гурупписи” қурбан һейтлиқ вә җумһурийәт күни үчүн өткүзүлгән паалийәттә өзлири тәйярлиған маддий буюмларни ким ашти қилип сетип уйғурларниң ишлири үчүн җәмлиди. 2012-Йили 17-ноябир, австралийә.
“тәңритағ анилар гурупписи” қурбан һейтлиқ вә җумһурийәт күни үчүн өткүзүлгән паалийәттә өзлири тәйярлиған маддий буюмларни ким ашти қилип сетип уйғурларниң ишлири үчүн җәмлиди. 2012-Йили 17-ноябир, австралийә.
RFA/Abide

Гуруппидики ханим-қизлар буниң билән тохтап қалмай, 11-айниң 17-күни әбу бәкри сидиқ мәсчити һойлисида йәнә бир хасийәтлик иш илип барған. Бу һәқтә техиму ениқ мәлуматларға еришиш үчүн “тәңритағ анилар гурупписи” ниң қурғучилиридин бири болған мәстүрә ханимни зиярәт қилдуқ.

Мәстүрә ханим өз сөзидә “тәңритағ анилар гурупписи” ниң паалийәтлириниң бундин кейинму тохтап қалмай давамлишидиғанлиқини, ханим-қизларниң техиму яхши чүшәнчидә болуп иттипақ болуп, бир-бирини қоллаватқанлиқини һәм шундақла бундин кийин техиму көп ишларни қилишини пиланлаватқанлиқини билдүрди.

Шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң катипи нурмуһәммәт түркистани әпәнди уларға миннәтдарлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.