Токйода ` шәрқий түркистанда вә тибәттә инсан һәқлири ` мавзулуқ йиғин чақирилди
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.04.30
2008.04.30
Бу йиғинда тибәт сүргүндә һөкүмитиниң сабиқ ташқи ишлар министири, тибәттики инсан һәқлири вәзийити һәққидә доклат бәргән. Уйғурларға вакалитән дуня уйғур қурултийи баш секритари долқун әйса әпәнди хитайларниң шәрқий түркистанда елип бериватқан инсан һәқлири мәсилиси һәққидә мәлумат берип өткән.
Булардин башқа хәлқара кәчүрүм тәшкилати японийә вәкили билән уйғур тәтқиқатчиси наока ханимму уйғур мәсилиси һәққидә алаһидә тохталған. Бу йиғинға японийиниң сабиқ баш министири абә әпәнди вә 40-50 әтрапида парламент әзаси қатнашқан. Бу гуваһлиқ бериш йиғиниға көп санда журналистларму қатнашқан болуп, йиғинниң ахирида сөзлигүчиләргә шәрқий түркистан һәққидә көп соаллар соралған.
Дуня уйғур қурултийи баш секритари бу йиғин хитай дөләт рәиси ху җин тавниң 5- майда японийигә зиярәт елип бериштин бурун чақирилған болуп, тибәт вә шәрқий түркистан мәсилисиниң йәнә бир қетим күн тәртипкә келиши үчүн интайин пайдилиқ икән.
Бу йиғин һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн долқун әйса әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.