Торонтода үрүмчи қирғинчилиқиниң бир йиллиқини хатириләш намайиши өткүзүлди
Ихтийари мухбиримиз гүлшән
2010.07.06
2010.07.06

RFA Photo
Намайишчилар " хитай уйғурларни өлтүрүшни тохтат", "хитай шәрқи түркистандин чиқип кәт", " террорчи хитай, фашст хитай", " 5 - июл қирғинчилиқи унтулмайду" дегәндәк шоарларни товлашти.
Бу намайишни канада уйғур җәмийити тәшкиллигән болуп,намайиш җәрянида зияритимизни қобул қилған канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә турдуш ханим сөз қилди.
Шу күни һава наһайити иссиқ болсиму, әмма қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ вә 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқи әкс әттүрүлгән рәсимләрни көтүрүшкән намайишчилар наһайити җушқун һаләттә, шоарларни товлап хитай һөкүмитигә болған наразилиқини ипадилиди.
Намайиш җәрянида зияритимизни қобул қилған шакир әпәнди өзиниң 5 - июл шеһитлири билән бир сәптә туруп иссиқ қанлирини улар билән бирликтә аққузалмиғанлиқиға болған ечиниш һессиятини ипадилиди.
Һаваниң қаттиқ иссиқ болушиға пәрва қилмай, туғулғиниға әмдила бирнәччә ай болған бовиқини көтүрүп намайишчилар сепигә қошулған бир яш ханим өзиниң һиссиятини ипадилиди.
Биз намайиш җәрянида йәнә, канада уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси мәмәт тохти әпәндиниму зиярәт қилдуқ. Ү у бүгүнки намайиш җәрянидики өз туйғулирини ипадилиди.
Намайиш чүштин кейин саәт 5 кә қәдәр давамлашти.
юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.