Түрк дуняси яшлири қурултийи уйғур яшлири мәсилисигиму көңүл бөлмәктә
2011.03.03
Түрк дуняси яшлири бирлики рәиси әкрәм абдуллаһ, муавин рәиси шәмсәттин күзәчи, баш катипи елшат абдуллаһ вә мурат тойлидин тәркиб тапқан бир һәйәт түркийиниң әнқәрә шәһиридә бир қатар учришишларни елип барди. Мәзкур һәйәт алди билән түркийә җумһурийити баш министирлиқи тәнтәрбийә идарисиниң мудири аднан гүл билән көрүшүп түрк дунясида тәнтәрбийә саһәсидә қандақ һәмкарлиқ елип бериш һәққидә музакирә елип барди.
Бу һәйәт йәнә түрк дуняси һәмкарлиқ идарисиниң рәһбәрлири билән учришип 7-айниң 10-күнидин 15-күнигичә сипрус түрк җумһурийитидә ечилидиған түрк дуняси яшлири қурултийи һәққидә мәлумат бәрди.
Түрк дуняси яшлири қурултийи рәһбәрлиридин тәркиб тапқан бу һәйәт арқидин түркийә баш министирлиқиниң қармиқидики түркий җумһурийәтләр вә қериндаш милләтләр идариси рәһбәрлири билән учришип түрк дунясиниң мәсилилири вә һәл қилиш йоллири һәққидики өз көз қарашлирини оттуриға қойған. Түрк дуняси қурултийи баш катипи елшат абдуллаһниң ейтишичә, бу йил сипуруста ечилидиған 15-нөвәтлик түрк дуняси яшлири қурултийида түркий җумһурийәтлириниң мустәқиллиқиниң 20-йиллиқини тәбрикләш билән бирликтә уйғурлар, ирақтики түркмәнләр, ирандики әзәрбәйҗанлиқлар, татаристан вә қиримдики татарларниң мәсилилири музакирә қилинидикән.
У сөзидә йәнә түрк дуняси яшлири тәшкилатиниң әң муһим вәзипилиридин бириниң һазир шәрқий түркистан яшлири дучар болуватқан мәсилиләрни түрк дуняси җамаәтчиликигә аңлитиш вә буни һәл қилишниң йоллирини издәш икәнликини билдүрди.