Түркийә - түркмәнистан достлуқ җәмийити башлиқи қадир тосун әпәндиниң уйғур дияри тәсирати

Түркийидә бәзи инсанлар уйғур диярини түркләрниң муқәддәс земини дәп билиду. Чүнки түрк дунясиниң ортақ қиммити болған мәхмут қәшқири, йүсүп хас һаҗип вә султан сатуқ буғраханларниң мазири уйғур диярида.
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2012.01.06
qurban-tosun-305.png Султан сутуқ буғрахан мәқбәриси алдида
Photo: RFA
qurban-tosun-mesjid-305.png
Мәсҗидтә уйғур қериндашлар билән биллә

Бу сәвәбтин түркийидин екискурсийигә баридиған кишиләрниң саниму күнсайин көпәймәктә. Бәзи кишиләр үрүмчи, турпан вә қәшқәр қатарлиқ җайларни екскурсийә қилип кәлгәндин кейин у йәрдә көргәнлирини түркийидики гезит - журналларда елан қилмақта яки түркийиниң һәр қайси җайлирида бу һәқтә доклат бәрмәктә.

Булардин бири түркийә - түркмәнистан достлуқ җәмийити башлиқи қадир тосун әпәнди. У өткән йили 7 - айниң ахирида үрүмчи, турпан, қәшқәр, йәкән вә йеңисар қатарлиқ җайларни екискурсийә қилған болуп, у йәрдә көргәнлирини радиомизға аңлатти. Төвәндә униң билән елип барған сөһбитимизни аңлаңлар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.