Түркийә дөләт телевизийисидә `шәрқий түркистан мәсилиси`

2008 - Йили бейҗиң олимпик мусабиқисини баһанә қилип туруп хитайларниң уйғурларға елип барған бесим сияситигә түркийә мәтбуатлири алаһидә йәр бәрди.
Мухбиримиз әркин тарим
2008.11.25
Tur-dolet-TV-uyg-mesile-305.jpg 11 - Айниң 24 - күни, . TRT , йәни түркийә дөләт телевизийисидә берилгән `мәрһаба дунйа` намлиқ 45 минутлуқ программида уйғур мәсилисигә мәхсус йәр берилгән болуп, сүрәт, шу күнки программиниң сәһнә көрүнүши.
RFA Photo / Erkin Tarim

2008 - Йилиниң мәһмут қәшқири йили дәп елан қилинғанлиқиму мәһмут қәшқири билән бирликтә уйғур мәсилисиниңму түрк мәтбуатлирида алаһидә йәр берилишигә сәвәб болди. TRT , йәни түркийә дөләт телевизийиси, 11 - айниң 24 - күни беришкә башлиған `мәрһаба дуня` намлиқ 45 минутлуқ программида уйғур мәсилисигә мәхсус йәр берилди.

Проф. Др. Четин әлмас әпәнди билән қирғизистанлиқ бәрқан ханим риясәтчилик қилған бу программа 11 - айниң 24 - күни түркийә вақти чүштин кейин саәт 5тә тарқитилди. Бу программиға әнқәрә һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси др. Әркин әкрәм әпәнди билән қәйсәрилик уйғур музикант абдуллаһ көсә әпәндиләр қатнашти. `Мәрһаба дуня` намлиқ бу программа нәқ мәйдандин тарқитилған программа болуп, программа җәрянида телевизийә көргүчиләр дуняниң һәр қайси җайлиридин телефон қилип көз қарашлирини баян қилишти.

`Мәрһаба дуня` программисиниң риясәтчиси проф. Др. Четин әлмас әпәнди алди билән бу программини тонуштуруп мундақ деди: " бүгүн шәрқий түркистанлиқ меһманлиримиз бар. Бүгүнки програмимизда шәрқий түркистан һәққидә сөһбәт қилимиз. Ситудиомизда һаҗәттәпә университети оқутқучиси ярдәмчи дотсент др. Әркин әкрәм әпәнди билән қәйсәрилик музика муәллими уйғур музикант абдуллаһ көсә биз билән биллә. У бизгә уйғур музикилиридин өрнәкләр суниду."

45 Минутлуқ бу программида уйғурларниң тарихи вә бүгүнки мәсилилири һәққидә сөһбәт елип берилғандин башқа уйғур нахшилиридин өрнәкләр сунулди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.