Түрмидә өлтүрүлгән шөһрәт турсунниң дадисиниң пәрядлири
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.09.20
2009.09.20

AFP Photo
Игәллишимизчә, хитай сақчилири җәсәтни йәкшәнбә күни әтигәндә мәҗбури һалда йәрликидә қойдурған. Өлгүчиниң аилиси вә мәһәллә җамаити, авал шөһрәт турсунниң түрмидә уруп өлтүрүлүш вәқәсини бир тәрәп қилишни тәләп қилған болсиму, бу даириләр тәрипидин қопаллиқ билән рәт қилинған.
Мәһәллә җамаити җәсәт қоюлған өйгә қулуп селивалған. Сақчилар қулупни чиқип, өйгә бастуруп кирип җәсәтни елип чиққан. Шөһрәт турсунниң икки сиңлиси җәсәт қоюлған ойиниң ишикини тосувалғанда, сақчиларниң қопаллиқ билән иттириш вә силкишлиригә дучар болған.
Юқириқи аваз улинишидин, вәқәниң тәпсилатини шөһрәт турсунниң дадиси, һазидар турсун ишанниң еғизидин аңлайсиләр.