Таҗикистан хәвпсизлик хадимлири тәрипидин тутуп кетилгән абдулхәмит давутоғлу, әхмәт рәшит вә кәмал өмәроғлуниң ақивитини сүрүштә қилиш вә таҗикистан һөкүмитигә болған наразилиқини билдүрүш үчүн түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири 1-айниң 25-күни әтигән түркийә ташқи ишлар министирлиқи алдида, чүштин кейин болса таҗикистанниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси алдида намайиш өткүзди. Намайишқа истанбулдин кәлгән уйғурлар билән әнқәрәдә паалийәт елип бериватқан аммиви тәшкилат мәсуллири вә түрк қоллиғучилиридин болуп 500 әтрапида киши қатнашти.
Түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң алдида уч уйғурни сүрүштә қилип намайиш болди. 2011-Йили 25-январ.
RFA/Erkin Tarim
Уйғурлар қоллирида таҗикистан хәвпсизлик хадимлири тәрипидин тутуп кетилгән 3 уйғур билән хитай дөләт рәиси ху җинтав вә таҗикистан дөләт башлиқиниң һәҗвий рәсимлирини, шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқи билән һәрхил шоарлар йезилған вивискиларни көтүрүвалған һалда намайиш қилди. Кейин ташқи ишлар министирлиқи әмәлдарлиридин өзгән әпәнди намайишчилардин 5 кишилик һәйәтни қобул қилип, таҗикистан хәвпсизлик хадимлири тутуп кәткән түрк пуқраси 3 уйғур вәқәсидин түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған билән ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлуниң хәвири барлиқини вә алаһидә көңүл бөлүватқанлиқини, дипломатик йоллар билән сүрүштә қиливатқанлиқини, рәсмий болмиған йоллардин игилишичә, бу үч уйғурниң таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбидә солақлиқ икәнликини, хитайға тапшуруп берилмигәнликини ейтти.
Таҗик дипломат 3 бала һәққидә мәлумат бәрди. 2011-Йили 25-январ.
RFA/Erkin Tarim
Кейин шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәнди, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати рәһбәрлиридин һидайитуллаһ оғузхан, абдулһәким мәхсум, алимҗан буғда вә шәрқий түркистан яшлар тәшкилати башлиқи тәбәт йүҗәтүрк қатарлиқ кишиләрдин тәркиб тапқан һәйәт түркийә парламентиға кирип бәзи сиясий партийиләрниң рәһбәрлири вә парламент әзалири билән учрашти. Чүштин кейин саәт 2 йеримда таҗикистанниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзүлди.
Намайиш ахирлашқандин кейин 5 кишидин тәркиб тапқан бир һәйәт таҗикистан әлчиханисиниң алдиға қара гүлчәмбирәк қойди. Кейин таҗикистан әлчилики баш катипиға таҗикистан һөкүмитиниң бу 3 уйғурни қоюветиши һәққидә сунған илтимасини бәрди. Баш катип мухбирларға баянат берип, абдулхәмит давутоғлу, әхмәт рәшит вә кәмал өмәроғлу қатарлиқ 3 уйғурниң таҗикистанда тутуп турулуватқанлиқини, буларниң қануний рәсмийәтлири тамамланғандин кейин, түркийә ташқи ишлар министирлиқиға тәпсилий мәлумат беридиғанлиқини ейтти.