Үч уйғурниң хитай сақчилириға пичақлиқ һуҗум қилиш вәқәси һәққидә учур вә қарашлар
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.07.30
2009.07.30
Youtube Дин елинди.
Бу вәқәләр ичидики 13 - июл вәқәси уйғурлар арисида һәм қайиллиқ һәм һәйранлиқ туйғуси пәйда қилди.
Түнүгүн вәтәндин чәтәлгә чиққан бир уйғур тиҗарәтчи, үрүмчидә йүз бәргән 13 - июл вәқәси һәққидә бир қатар толуқлима учурлар йәткүзди.
Бүгүнгә қәдәр хәлқара мәтбуатларда ашкарилинишичә, мәзкур 3 уйғурниң шу күни ақ мәсчиттики җамаәтни кочиға чиқип хитайға қаршилиқ көрситишкә чақирғанлиқи, мәсчит имаминиң рәт қилиши билән өзлириниң қаршилиқ көрсәткәнлики вә иккисиниң өлүп бириниң яридар болғанлиқи билдүрүлгән иди. Уйғур тиҗарәтчи бәргән мәлуматида, уларниң 2 нәпириниң 40 яш әтрапида, бир нәпириниң 25 яш әтрапида икәнлики вә иккисиниң оғли вә қериндишиниң 5 - июл вәқәисидин кейин қолға елинғанлиқини билдүрди.
Бүгүн биз 13 - июл вәқәсиниң харәктири вә бу вәқә һәққидики пәрқлиқ қарашлар һәққидә, түркийәдә яшаватқан уйғур паалийәтчилиридин абдулла әпәнди билән сөһбәт өткүздуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбәт хатирисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.