Хитай уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сияситини изчил түрдә күчәйтмәктә
Мухбиримиз әқидә
2010.01.28
2010.01.28

AFP Photo
Кишилик һоқуқ паалийәтчилири ислам диниға етиқад қилидиған вә аз санлиқ милләт һесаблинидиған уйғурлар үстидин хитайниң пиланлиқ туғут сиясити иҗра қилиши, бир тәрәптин еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, йәнә бир тәрәптин диний кәмситиш елип бериштин ибарәт дийишмәктә.
2009 - Йили 11 - айда америка дөләт мәҗлисидә хитайниң пиланлиқ туғут сиясити қаттиқ тәнқид қилинған болуп, америка дөләт мәҗлиси әзаси киристофер симит әпәнди, президент барак обамани хитайда аяллар дуч келиватқан мәҗбурий бала чүшүрүш мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүшкә вә мәҗбурий бала чүшүрүшкә дуч келиватқан аялларни қутқузушқа чақирған иди.
Америка дөләт мәҗлиси йәнә, хитайниң пиланлиқ туғут мәсилиси һәққидә мәхсус йиғин чақирип, хитай һөкүмитиниң аяллар һоқуқини қандақ дәпсәндә қиливатқанлиқини вә мәзкүр сиясәт мәйданға кәлтүргән ечинишлиқ ақивәтләрни мүәййәнләштүрди. Америка дөләт мәҗлиси тәрипидин елип берилған мәзкүр паалийәткә, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим қатнишип, пиланлиқ туғут сияситиниң уйғурларға елип кәлгән ечинишлиқ ақивәтлирини дәлил - пакитлири билән испатлап өтти.
Гәрчә хитайниң пиланлиқ туғут қанунида, пиландин артуқ һамилини аилиләрниң ихтияри билән еливитишкә рухсәт қилинидиғанлиқи, мәҗбурий еливитишкә, болупму 6 айдин ашқан һамилини чүшүрүшкә мәҗбурлашқа қәтий йол қоюлмайдиғанлиқи бекитилгән болсиму, әмма буниңдин икки йил илгири, ғулҗа шәһәр дадамту йезисидики арзигул турсунниң 3 - пәрзәнти, мәҗбурий йосунда чүшүрвитилмәкчи болған иди.
Арзигул турсунниң әһвали, хәлқара мәтбуатлар тәрипидин кәң тәшвиқ қилинғандин кейин, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәмдә америка авам палата әзаси вә америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң мәсули кирстофер симт әпәнди, хитай һөкүмитини вәһшиликни тохтитишқа, арзигул турсунға қарита елип берилмақчи болған бала чүшүрүш оператсийидин ваз кечишкә чақирди.
Киристофер симит әпәнди бу һәқтә мәхсус наразилиқ баянати елан қилип" :мәҗбурий бала чүшүрүштин ибарәт вәһшиянә һәрикәт хитайда йеңи вәқә әмәс, әмма хитай мәркизи һөкүмити бүгүнгә қәдәр бу хил әһвалларни инкар қилип кәлгән, арзигул турсун үстидин елип берилмақчи болған опиратсийә хитайниң бу җәһәттики сахтипәзликини, болупму бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин хитайға бериливатқан нопус сүпитини өстүрүш ярдиминиң қандақ орунға ишлитилватқанлиқини дуня җамаәтчиликгә ашкарилайду," дегән иди.
Хәлқара җамаәт вә америкиниң хитай һөкүмитигә көрсәткән җиддий бесимлири нәтиҗисдә, арзигул турсунниң " күрәш " исимлик оғул пәрзәнти дуняға аман - есән көз ачти.
Әмма икки йилдин кейин, хитай ахбарат вастилирида баян қилинишичә, уйғур илиниң нопус вә пиланлиқ туғут ишлириға аҗритилған хираҗити тәхминән 1 милярд 130 милйон йүәнгә йәткәнлики, буниңда пиланлиқ туғут аилилирини мукапатлаш мәблиғи 459 милйон йүәнгә, пиланлиқ туғут мулазимити понкитиниң әслиһә қурулушиға ишлитилгән мәбләғ 106 милйон йүәнгә йетип, тарихтики әң юқири сәвйә яритилған.
Хитайниң 2009 - йиллиқ пиланлиқ туғут хизмити доклатида, йезиларда пиланлиқ пәрзәнт көргән аилиләрни мукапатлаш арқилиқ пиланлиқ туғут сияситини әмәлгә ашуруш чариси елип берилғанлиқи ашкариланған болуп, йезилардики пиланлиқ пәрзәнт көргән аилиләрни мукапатлаш қетим сани 54 миң адәм қетимдин ешип кәткән, аз туғуп, тез бейиш қурулуши шуари астида 319 миң 300 аилә мукапатланған, үмүр бойи һәр йили 720 йүәнлик ярдәм пулиға еришидиған пиланлиқ туғут аилиси 61 миң 100 гә йәткән. Буниңдин башқа пиланлиқ туғут шәрәп гуваһнамиси, алий мәктәп вә хитай өлкилиридики шинҗаң толуқ оттура синиплириға кириш емтиһанлирида номур қушуш шәртигә уйғун ялғуз пәрзәнт дегәнгә охшаш мукапатлаш усуллири билән туғут чәкләш вә туғутни муқимлаштуруш ишқа ашурулған.
Хитайниң нопус сүпитини ашуруш ишлириға мәбләғ аҗритишниң орниға, мәбләғни туғут чәкләш әслиһәлири шуниңдәк намрат уйғур деһқанлирини азғина пул билән алдаш вастилирини ишқа селиш арқилиқ, уйғурларниң нопусини контрол қилиш, туғут чәкләш баһанисидә уйғур аяллирини кесәлгә гириптар қилиш һәтта җениға замин болуштәк рәзил қилмишларни садир қиливатқанлиқини әйиблигән америка уйғур аяллири комитетиниң рәиси зүбәйрә шәмшидин ханим, уйғур аяллириниң үзлүксиз һалда хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң қурбаниға айлиниватқанлиқини билдүрди.
Хитай уйғур елида йүргүзгән пиланлиқ туғут сияситидә, нопус ишлирини учурлаштуруш қурулушини раваҗландурушни алаһидә тәкитләп, уйғур аптонум район бойичә һазирға қәдәр 69 наһийә, шәһәрдики 12 милйон нопусниң учурини топлап, компютерға киргүзүш арқилиқ учур топлаш нисбитини %96.32 Кә йәткүзгәнликини билдүргән. Тәһлилчиләрниң билдүрүшичә, бу арқилиқ хитай, һәр бир уйғур аилисиниң нопусиниң көпийиш нисбитини контрол қилиш мәқситини ишқа ашурмақчи икән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.