Голландийидә “уйғур мәдәнийити” намида паалийәт елип берилди

Голландийиниң харлем шәһиридә өткүзүлгән “уйғур мәдәнийити” паалийитидә уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, тамиқи вә сәнити тонуштурулди.
Ихтиярий мухбиримиз ялқун
2012.11.26
uyghur-medeniyiti-gollandiye-305.jpg Голландийиниң харлем шәһиридә өткүзүлгән “уйғур мәдәнийити” паалийитидин көрүнүш. 2012-Йили 24-ноябир.
RFA/Yalqun

Бу паалийәтни “голландийә шәрқи түркистан бирлики”, голландийә мусапирларға ярдәм бериш идариси вә харлем шәһәрлик мәдәнийәт мәркизи бирликтә уюштурған болуп, 11-айниң 24-күни чүштин кейин елип берилған.

Паалийәткә голландийиликләр вә уйғурлар болуп 100 йеқин киши қатнашқан. Паалийәт наһайити қизғин кәйпиятта давамлашқан. Биз бу паалийәт һәққидә әһвал игиләш үчүн паалийәт елип бериливалған нәқ мәйданға телефон қилип, “голландийә шәрқи түркистан бирлики” ниң рәиси пәрһат әпәндини зиярәт қилдуқ. У паалийәт һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди.

“голландийә шәрқи түркистан бирлики” ниң муавин рәиси бәхтияр әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу паалийәтни елип бериштики мәқсити вә кәлгүси пиланлири һәққидә учур бәрди.

Бәхтияр әпәндиниң тонуштурушичә “уйғур мәдәнийити” намидики бу паалийәтни елип бериши бир башлиниш болуп, келидиған йилларда бу паалийәтниң мәзмуни вә даирисини техиму кеңәйтиш пилани бар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.