Айропилан лайиһиләш кәспини алий нәтиҗә билән пүттүргән уйғур қизи
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.06.24
2008.06.24

RFA Photo / Erkin Tarim
Булардин бири бу йил түркийиниң тонулған университетлиридин бири болған истанбул техника университетини алий нәтиҗиләр билән пүттүргән ипар фәрһат. Ипар фәрһат 1984 - йили хотәндә туғулған болуп, 1992 - йили 8 яш вақтида ата аниси билән биллә түркийигә келип маканлашқан.
Башланғуч вә оттура мәктәпни алий нәтиҗә билән пүттүргәндин кейин имтиһанға қатнишип, өзи кичикидин тартип оқушни арзу қилип кәлгән, айропилан лайиһиләш кәспигә өткән. Бу йил бу бөлүмни алий дәриҗә билән пүттүргәндин кейин, магистирлиқ оқушиға өткән. У бу мувәппәқийәтләрни қандақ қолға кәлтүрди?
Биз ипар фәрһат билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ. юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.