Уйғур һаҗилар: 'қериндашлар биз үчүн дуа қилиңлар...'

Бу йиллиқ һәҗ ибадити үчүн пүтүн дуняниң һәр қайси җайлиридин мәккигә йиғилған мусулманлар, һәҗ паалийәтлирини давам қилмақта.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.11.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Dua-qilish-305.jpg Youtube.com Дин елинған бу сүрәттә, дуа қилиш көрситилгән.
Youtube.com Дин елинди.

Бу қетимқи һәҗгә уйғур елидинму үч миңға йеқин мусулман әһли һөкүмәт тәшкиллигән һәҗ өмикигә қатишиш арқилиқ һәҗ қилишқа муйәссәр болған болсиму, улар авалқи қетимқи уйғур елидин кәлгәнләрдинму қаттиқ контроллуқ һәм бесим астида ибадәтлирини давам қиливатқан икән.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит төмтүрүк әпәнди, өз һәҗ паалийити давамида бир қанчә уйғурлар билән көрүшүш пурситигә игә болғанлиқини, уйғур һаҗиларниң көзигә яш елип туруп ейтқан "қериндашлар биз үчүн дуа қилиңлар ..." Дегән бир еғиз сөзидинла, уйғурларниң нөвәттики вәзийитиниң интайин еғирлиқини чүшинивалғили болидиғанлиқини ипадилиди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтә сейит төмтүрүк әпәнди билән өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.