Хитайдики бир уйғур яшниң хизмәт издәш җәрянида йолуққанлири

Уйғур яшлириниң ишсизлиқ мәсилиси уйғур җәмийитидики чоң мәсилиләрниң бири дәп қарилип кәлмәктә. Мустәқил тәтқиқатчилар уйғурлардики ишсизлиқ мәсилисини, уйғурларда сиясий һоқуқниң болмаслиқи дәп қариса, хитай һөкүмитигә беқинди тәтқиқатчилар мәсилиниң, сиясий тәрипини инкар қилмақта.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.03.31
ishsiz-uyghur-yashlar-305 Уйғур дийариниң кочилирида ишсиз йүргән йашлар.
RFA Photo

Уйғур райониниң рәиси нур бәкри қош тиллиқ маарип һәққидики нутуқлирида қош тиллиқ болушниң уйғурларниң иш тепиш имканини ашурудиғанлиқини баян қилмақта.

Әмма радиомизға кәлгән бәзи инкаслар, қош тиллиқ әмәс, көп тиллиқ йәни бир қанчә тилини билидиған уйғур яшлириниңму ишсизлиқниң дәрдини тартиватқанлиқи мәлум болмақта.

Бу программимизда, ана тилидин башқа вә хитайчә вә инглизчини яхши билидиған бир уйғур яшниң хизмәт тепиш җәряни вә йолуққан қийинчилиқлири тоғрисида, у яш билән елип барған сөһбәт хатирисини силәргә сунимиз.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.