Уйғурлар венада намайиш өткүзди
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.08.02
2011.08.02

RFA
Бу, уйғурларниң тунҗи қетим “явропаниң җәннити” дәп аталған австрийә пайтәхти венада намайиш өткүзүши болуп һесаблинидикән. 1-Авғуст франсийә авази вә германийә долқунлири радиосида бу қетимқи намайиш хәвәрлири елан қилинди.
Бу намайишни тәшкиллигән д у қ баш катипи долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, намайишқа 2009-йили йүз бәргән “5-июл үрүмчи вәқәси” дин кейин уйғур районидин қечип чиқип, австрийидә сиясий панаһлиқ тилигән бир қисим уйғурлар қатнашқан.
Намайишниң тәпсилатини долқун әйса әпәнди билән елип барған сөһбәт хатирисидин аңлиғайсиз.