Түркийә халисанә бирләшмә фондиниң йиғинида уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди
2011.04.25

Мәркизи истанбулға җайлашқан түркийә халисанә бирләшмә фондиниң уюштуруши билән тәтқиқат вә мәдәнийәт фондиниң йиғин залида өткүзүлгән бу, йиғинда йәнә уйғур мәсилисиму оттуриға қоюлди вә уйғур мәсилиси тоғрисида уюштурулған йиғин-мурасим вә паалийәтләрни қоллап қуввәтләш тәкитләнди.
Йиғинға тәтқиқат вә мәдәнийәт фондиниң рәиси шәмсидин өздемир әпәнди саһибханилиқ қилди. Түркийә халисанә бирләшмә фондиниң рәиси профессор доктор ниҗати җәйланниң башчилиқида ечилған бу йиғинға и һа һа инсаний ярдәм фондиниң муавин рәиси һүсәйин уруч, инсан фондиниң баш катипи айхан оган, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан вә баш катип доктор алимҗан атавуллаһ, дохтурлар бирлики фондидин һәсән авшар, әнсар фондиниң вәкили яшар шадоғлу, хәйрат фондидин метин учар, һаят фондидин доктор һәсән сәлчуқ, мустәқил санаәт вә карханичилар җәмийитидин әюп акбал қатарлиқ рәһбәрләр қатнашти.
Йиғинда түркийә халисанә бирләшмә фондиниң буниңдин кейин елип бармақчи болған хизмәт иш-пиланлири тоғрисида музакирә елип берилди. Йиғинда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктор алимҗан атавуллаһ сөз қилип, уйғурларниң йеқинқи вәзийити тоғрисида мәлумат бәрди вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән бу йил 6-айниң 19-күнидин 27-күнигичә истанбулда 3-нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ йиғини дегән нам астида өткүзүлмәкчи болған хәлқаралиқ йиғинниң мувәппәқийәтлик болуши үчүн түркийә халисанә бирләшмә фондиниң пикир-тәклип беришни вә қоллап қуввәтлиши шундақла бу фондиға әза 120 җәмийәт вә тәшкилатларниң қоллап-қувәтләп, йиғинға актип қатнишишини тәклип қилди.
Түркийә халисанә бирләшмә фонди түркийидики охшимиған җәмийәт вә тәшкилатларниң бирлики болуп бу фонд 1991-йили истанбулда қурулған, бу фондиға һазирғичә түркийидә паалийәт қиливатқан иҗтимаий тәшкилатлардин 120 аммиви тәшкилат вә җәмийәтләр әза болған. Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити бу фондқа 2008-йили әза болған болуп, хизмәт-паалийәтләрдә бу фонд билән йеқиндин һәмкарлишип кәлмәктә.