Хәлқаралиқ ислам җәмийәтлири бирликиниң 17 ‏- қетимлиқ қурултийи истанбулда ечилди

Түркийиниң иқтсад вә җәмийәт тәтқиқат мәркизиниң уюштуруши билән 2008 ‏- йили 5 ‏- айниң 29 ‏- күни хәлқаралиқ ислам җәмийәтлири бирликиниң 17 ‏- қетимлиқ қурултийи истанбул шәһридики милли гезити идарисиниң йиғин залида ечилди.
Мухбиримиз арслан хәвири
2008.06.02
islam-jemiyetliri-kurulteyi-305 2008 ‏ - Йили 5 ‏ - айниң 29 ‏ - күни хәлқаралиқ ислам җәмийәтлири бирликиниң 17 ‏ - қетимлиқ қурултийида сейит түмтүрк әпәнди сөздә.
RFA Photo / Arslan
 Йиғинға "инсанлиқниң бәхт саадити үчүн йеңи бир дуня" дәп мавзу қоюлған . Қурултайға түркийиниң иқтсад вә җәмийәт тәтқиқат мәркизиниң шундақла хәлқаралиқ ислам җәмийәтлири бирликиниң баш катипи профессор доктур ариф әрсой әпәнди риясәтчилик қилди. Қурултайда саадәт партийисиниң рәиси риҗаи кутан әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди.

Қурултайға малайсия, мисир, сәуди әрәбистан, пакистан қатарлиқ 17 дөләттин кәлгән сиясии партийә рәис яки муавин рәислири иҗтимаий җәмийәт башлиқлири, тәтқиқатчи алимлар болуп җәмий 250 дин артуқ шәхс иштирак қилди. Қурултайниң асаси мәқсити ислам дунясиниң йеңидин бирлишиш вә зулумға учриған мусулман хәлқләргә ғәмхорлуқ қилиш икән. Бу қурултайға дуня уйғур қурултейиниң муавин башлиқи сийит түмтүрк әпәнди, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллириму тәклип билән қатнашқан болуп, дуня уйғур қурултейиниң муавин башлиқи сийит түмтүрк әпәнди вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң иҗраийә һәйити башлиқи абдулһекимхан мәхсум шәрқий түркистан хәлқигә вакалитән сөз қилди.

Сийит түмтүрк әпәнди сөз қилип, шәрқий түркистанниң тарихини вә хитайлар тәрипидин қандақ ишғал қилинғанлиқини шундақла хитайларниң уйғурларни асимилатсийә қилиш үчүн пиланлиқ туғутни иҗра қиливатқанлиқини, бойиға йәткән уйғур қизлирини ичкири өлкиләргә йөткәватқанлиқини , қош тиллиқ маарипни бана көрситип мәктәпләрдә уйғур тилида дәрс өтүшни тохтатқанлиқини билдүрди вә ислам дөләтлириниң хитайлар билән мунасивәт қилғанда бу мәсилиләрни көздә тутушини тәләп қилди.

Абликимхан мәхсум сөз қилип шәрқий түркистанниң хитайлар тәрипидин ишғал қилинған бир ислам тупрақлири икәнликини билдүрүп мундақ деди: "1 ‏- дуня урушидин кейин дуняда тунҗи қетим 1933 ‏- йили қәшқәрдә "шәрқий түркистан ислам җумһурийити" қурулди вә бу җумһурийәт шу дәвридики түркийә, афғанистан, әнгилийә қатарлиқ бир қанчә дөләтләр тәрипидин етирап қилинди. Хитайлар дава қилғандәк шәрқий түркистан хитайларниң бир парчиси әмәс бәлки ислам дунясиниң бир парчисидур буниңға тарих шаһидтур. Шуниң үчүн мән шәрқий түркистан хәлқигә вакалитән хәлқара ислам җәмийәтлириниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүшини шундақла шәрқий түркистан мәсилисини хәлқара күн тәртипкә кәлтүрүшигә тиришчанлиқ қилишини илтимас қилимән.

Биз йиғин ахирлашқанда дуня уйғур қурултейиниң муавин башлиқи сийит түмтүрк әпәнди билән бу қурултай һәққидә сөһбәт елип бардуқ. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.