Др. Хәмит һәмрайеф рус тилида түркий килассик шәирлири топлимини тәйярлимақта

Алмутида яшайдиған уйғур мутәхәссиси, др. Хәмит һәмрайеф мәрһум тарихшунас турғун алмасниң "уйғурлар" намлиқ китабини уйғурчидин, франсуз тарихчиси рене грусиниң " яйлақ империйиси" намлиқ китабини франсузчидин рус тилиға тәрҗимә қилип нәшир қилдуруш билән шөһрәт қазанған мутәххәсистур.
Мухбиримиз үмидвар
2010.01.26

Доктор хәмит һәмрайеф әпәнди мухбиримиз үмидварниң зияритини қобул қилип, өзиниң йеқинда түркий килассик шаирлириниң әсәрлирини рус тилиға тәрҗимә қилип, топлап нәшир қилишқа тәйярлиниватқанлиқини билдүрди. У, тәрҗиманлиқ хизмитиниңму милләт үчүн пайдилиқ вә әһмийәтлик әмгәк икәнликини тәкитлиди.

Др. Хәмит һәмрайеф 80 - йилларда ташкәнт шәһиридә вапат болған сабиқ совет иттипақиға тонулған атақлиқ уйғур алими, академик мурат һәмрайефниң иниси. У әдәбиятшунаслиқ пәнлири бойичә узун мәзгил қазақистандики уйғуршунаслиқ иниститутида тәтқиқат хизмити билән шуғуллинип, көплигән әсәрләрни елан қилған.

Рус, франсуз, уйғур вә өзбек тиллирини яхши билгән һемит әпәнди йеқинда йәнә йеңи иҗадийәткә киришкән болуп, у уйғур килассик шаирлирини өз ичигә алған барлиқ мәшһур түркий килассик шаирлириниң надир әсәрлирини топлап, рус тилида бир антологийә тәйярлап нәшир қилишни пиланлиған. Һәмит әпәнди өзиниң бу әсири вә паалийәтлири һәққидә тохталди.

Др. Хәмит һәмрайефниң ейтишичә, униң пиланлири көп. У, өзиниң бу әсәрлирини өз хираҗити билән нәшир қилдуруп тарқатмақта. У тәрҗимә қилған вә елан қилған әсәрләр оттура асия әллиридики уйғурлар һәм башқа милләт кишилириниң уйғур хәлқини техиму яхши чүшиниши үчүн хизмәт қилидиғанлиқиға ишиниду.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.