Хитай дипломатлар түркийә җамаәт хәвпсизлик идарисида соғат тарқатти

12 - Айниң 25 - күни әтигән саәт 10да хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисидики икки дипломат қолида көплигән соғатларни көтүргән һалда түркийә җамаәт хәвпсизлик идарисиниң мәркәз бинасиға кириватқанда, уйғурларниң ишини һәл қилиш үчүн кәлгән д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк башчилиқидики һәйәт билән учришип қалған.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.12.28
Xitay-Turkiye-emeldarlirigha-soghat-tarqatmaqta-305.jpg Сүрәт, 12 - айниң 25 - күни әтигән саәт 10да хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисидики икки дипломат қолида көплигән соғатларни көтүргән һалда түркийә җамаәт хәвпсизлик идарисиниң мәркәз бинасиға кирип кетиватқан көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу һәйәттики уйғурлар бу соғатларни рәсимгә тартивалған.

Түркийидә һәрқандақ сиясий партийә рәһбириниң өйигә яки ишханисиға кирсиңиз, хитайларниң соғитини көрәләйсиз. Түркийидики уйғурлар хитайларниң узун йиллардин бери соғатлар арқилиқ түркийидә йәтмәкчи болған мәқсәтлиригә йетиватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Ундақта, хитайлар соғат арқилиқ қайси мәқсәтлиригә йәтти? уларниң сақчи идарисиға бу соғатларни беришидики мәқсити немә? бу һәқтики көз қаришини елиш үчүн доктор әркин әкрәм вә д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәндиләргә микрафонимизни узаттуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Dec 28, 2009 03:04 PM

Қан қенидин сеңип кәткән хошамәтчилик ,парихорлуқ,,,,,,,,чириклик, қени көрәмиз ,,,,,,,қачанғичә давамлишар ,.,,,,,