Хитайниң қәшқәрдики 'муқимлиқни сақлаш' һәрикити вә инкаслар

Хитайниң қәшқәр вилайәтлик партком сиясий - қанун комитетиниң муқимлиқни сақлаш ишханиси йеқинда сақчи, малийә, саяһәт қатарлиқ һәр қайси тармақларға чүшүргән "һазир җәмийәтниң муқимлиқиға тәсир йәткүзүватқан алаһидә мәсилиләрни тәкшүрүш һәққидә уқтуруш" дегән һөҗҗитидә, һәр қайси тармақларға 'муқимлиқ'қа тәсир йәткүзүдиған һәр қандақ юшурун амилларни өз даирисидә тәкшүрүп тепип, уни йоқ қилишни орунлаштурған.
Мухбиримиз вәли
2008.12.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
qeshqer-puqraliri.jpg Радиомизға ианә қилинған бу сүрәттә, хитай қораллиқ сақчилириға қилинған һуҗум йүзбәргән қәшқәр шәһириниң кочилириниң биридә олтурушқан уйғурлар.
RFA Photo

Қәшқәр хәлқи хәлқара тәшкилатлардин вә рабийә қадир башлиқ чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин үмид күтмәктә


Хитайниң бу уқтурушида , һазир қәшқәргә сирттин келиватқан әмгәк күчлириниң көплүки вә мәдәнийәт сапасиниң төвәнлики җәмийәттә җинайәт садир қилишни көпәйтиватқанлиқини , униң үстигә, бу районда ширкәтләр кәйни - кәйнидин тақилип кетип ишсизлиқ ешиватқанлиқини, кишиләрниң қанун еңи төвән болғанлиқи үчүн иқтисадий алдамчилиқ көпийип, җәмийәттә көп кишилик вәқәләрниң келип чиқишиға сәвәбчи болуватқанлиқини етирап қилған. Буниң үчүн һәр қайси тармақлар тәшвиқатни күчәйтип, муқимлиққа тәсир йәткүзүдиған йошурун амилларға қаттиқ зәрбә бериши керәк, дәп көрситилгән.

Қәшқәр хәлқи земинлириниң хитайларға сетип бериливатқанлиқидин қайғурмақта

Дуня қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң баш тәптиши абдуришит һаҗи керими өзи игилигән әһвалларға асасән, қәшқәр хәлқниң бу һәқтики инкаслирини баян қилди. Униң ейтишичә, қәшқәр хәлқи өз ана туприқида яшаш һоқуқи болмиғанлиқини, өзиниң земинлири хитайлардин ким халиса шуниңға сетип бериливатқанлиқини, өзлириниң һазир ғәм - қайғуда қалғанлиқини вә буниңдин ғәзәплиниватқанлиқини инкас қилған.

Хитай һөкүмити тәшвиқат җеңи елип бериватиду

Һазир шиветсийидә турушлуқ һаҗи абдуришит кериминиң баян қилишичә, хитай һөкүмити хәлқниң ғәзипини бесиш үчүн мәсчитләрни, коммунистпәрәсләрни, кона әмәлдарларни ишқа селип, күндә йиғин ечип, мәсчитләрдиму тәшвиқ елип бериватқанлиқиға хәлқ нарази болмақта.

Қәшқәр хәлқи хәлқара тәшкилатлардин вә рабийә қадир башлиқ чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин үмид күтмәктә

Һаҗи абдуришит кериминиң баян қилишичә, қәшқәр хәлқи һазир хәлқара тәшкилатлардин вә рабийә қадир башлиқ чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин үмид күтмәктә.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.