Немә үчүн хитайдики ишчиларниң иш ташлаш һәрикәтлири чәтәл карханилирида йүз бәрди?
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.06.16
2010.06.16

AFP Photo
Болупму, ишчилар иш ташлиған карханиларниң асасән чәтәл завут - карханилири болуши анализчиларниң диққәт нуқтиси болмақта.
Бүгүн радиомизниң хитайчә бөлүми гуаңдуң вә сичүәндә яшаватқан икки нәпәр мутәхәссисни мәзкур темида зиярәт қилған. Мутәхәссисләр өзлириниң бу темидики мустәқил қарашлирини йәни хитай һөкүмити билән охшимиған нуқтидики хуласә вә пәрәзлирини оттуриға қойған.
Гуаңдуңниң шенҗен шәһиридә яшаватқан җаң җиңҗүн, өзиниң бу қетимқи иш ташлаш һәрикәтлиригә һәйран қалмиғанлиқини, чүнки, завут - карханилардики иш һәққиниң һәқиқәтән төвән икәнликини, бу хил қаршилиқниң һаман бир күни йүз беришни бурундинла тәхмин қилип кәлгәнликини билдүргән.
Сичуәндә яшаватқан лиюниң қаришичә, нөвәттә ишчиларниң иш һәққи төвән болуш, турмуш шараити начар болуш қатарлиқлар хитайда омумйүзлүк бир әһвал. Болупму, чәтәл карханилириға нисбәтән ейтқанда, хитайниң дөләт игиликидики вә хусусй карханиларда бу хил вәзийәт техиму еғир. Шуңа у бу хил наразилиқ һәрикәтлирини һәққаний бир һәрикәт дәп мәдһийиләш билән биллә, чәтәл карханилирида хитай компартийисиниң назарити вә башқуруши аҗиз болғанлиқи үчүн, иш ташлаш һәрикәтлириниң чәтәл карханилирида йүз бәргәнликини билдүргән.
Гуаңдуңлуқ җаң җиңҗунниң қаришичә, чәтәл карханилиридики ишчиларниң һәқ - һоқуқ еңи башқиларға нисбәтән үстүн; чүнки, чәтәл карханилирида компартийиниң бир қатар түзүм - бәлгилимилири йоқ; униң үстигә чәтәл карханилирида бәлгилик дәриҗидә бир чәтәл муһити мәвҗут; йәни әркин ойлаш, әркин пикир қилиш муһити мәвҗут, шуңа ишчиларда һәқ - һоқуқ еңи тәбиий һалда йетилип қалған. Бу икки нәпәр көзәткүчиниң қаришичә, әслидә иш ташлаш һәрикити алди билән хитай карханилирида йүз бериши керәк иди. Бирақ бундақ болмиған; сәвәб, хитай карханилиридики ишчилар уюшмиси билән аяллар бирләшмиси хитай компартийисиниң бир тармиқиға айлинип кәткән. Улар, ишчиларға һәқ - һоқуқ тәрбийиси бериш вә уларни һәқ - һоқуқини қоғдашқа йетәкләштәк роли вә вәзиписини унтуп қалған; әксичә ишчиларни һөкүмәт вә карханиларға боюн әгдүрүш вәзиписини өтәп кәлмәктә. Бу икки көзәткүчи, бундин илгири завут - карханиларда рәһбәрлик вәзипилирини өтигән; уларниң пәризичә, хитай карханилиридики ишчиларниң итаәтмәнликиму мәңгүлүк әмәс.
Чүнки, нөвәттики ишчилар тәбиқиси, 1980 - вә 1990 - йилларда туғулған, бу бир әвлад ишчиларниң мәдәнийәт сәвийиси һәм вәзийәт мәлумати алдинқи әвлад ишчиларға нисбәтән ейтқанда хелила үстүн.
Хитайдики ишчиларниң һәқ - һоқуқ мәсилиси чәтәлдики ишчилар уюшмилириниңму диққитини тартмақта вә уларни һәрикәткә кәлтүрмәктә. . Америка ишчилар баш уюшмиси түнүгүн бир баянат елан қилип, хитайдики ишчиларниң йеқинқи ташлаш вәқәлирини йеқиндин көзитиватқанлиқини вә буниңдин хитайда ишчиларниң һәқсизлиққә учраш әһвалини байқиғанлиқини билдүргән. Мәзкур тәшкилат баянатида, хитай һөкүмитиниң һазирқи пул қиммитини тәңшәш системисида , гәрчә хитай карханилири хәлқара базарда пайда еливатқан болсиму, әмма хитайдики ишчиларниң бу пайдидин бәһриман болалмайватқанлиқини, әксичә еғир зиянға учраватқанлиқини билдүргән.
Мәзкур тәшкилат, ишчилар мәсилисини хитай һөкүмитиниң өзи һәл қилишини үмид қилидиғанлиқини, әгәр хитай һөкүмити мәсилини һәл қилмиса, у чағда америка ишчилар уюшмиси америка һөкүмитигә тәклип сунуп, һөкүмәтни хитайдики ишчиларниң һәқ - һоқуқини қоғдаш үчүн һәрикәткә чақиридиғанлиқини билдүргән.
Мәзкур тәшкилатниң 11 милйон 500 миң әзаси болуп, бу тәшкилат һөкүмәткә бир тәклип сунған әһвалда, һөкүмәт чоқум бу тәклипкә 45 күн ичидә қарап чиқиши керәк. Әгәр тәклип тоғра дәп қаралса, америка хитайға алди билән мәхсус тәкшүрүш гурупписи әвәтиши; андин конкрет чарә - тәдбирләрни оттуриға қоюши мумкин.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.