1 - Өктәбир чәтәлләрдики демократик күчләр хитайға қарши паалийәтләр уюштурмақта

Хитайда коммунист һөкүмити бейҗиңда хитай коммунист һакимийитиниң 60 йиллиқини тәбрикләватқан мәзгилдә, чәтәлләрдики демократик тәшкилатлар хитай һөкүмитигә қарши һәр хил паалийәтләрни уюштурмақта.
Мухбиримиз миһрибан
2009.09.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Xitay-dolet-bayrimi-305.jpg Сүрәт, хитайниң дөләт байрими һарпа күнидә тийән әнмен мәйданидики тәййарлиқтин бир көрүнүш.
AFP Photo

Бүгүн чәтәлләрдики демократик тәшкилатлардин, дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди, хитай демократик тәшкилатлиридин "хитай пуқралар күчи тәшкилати"ниң башлиқи яң җйәнли әпәнди, тибәт тәшкилатлиридин "әркин тибәт оқуғучилар тәшкилати"ниң мәсули тендор әпәнди қатарлиқлар әркин асия радио истансиси уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, хитайниң дөләт байриминиң 60 йиллиқ байрими күнидә хитайға қарши елип берилидиған паалийәтләр һәққидә тохталди.

Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди, 1 - өктәбир күниниң дуня уйғур қурултийи тәрипидин пүтүн шәрқий түркистанлиқ уйғурлар үчүн "матәм күни" икәнликини, шуңа бу күни һәрқандақ бир уйғурниң һечқандақ тәбрикләш паалийәтлири өткүзмәйдиғанлиқини, чәтәлләрдә муһаҗирәттә туруватқан уйғурларниң 1 - өктәбир күни, өзлири турушлуқ дөләтләрдә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайишлири һәм тәшвиқатлири елип баридиғанлиқини баян қилди.

Долқун әйса сөзидә йәнә хитай коммунист һөкүмитиниң 60 йиллиқини тәбрикләш паалийити мәзгилидә хәлқарадики демократик тәшкилатлар вә университет қатарлиқ оқутуш һәм тәтқиқат органлири хитай һөкүмитиниң уйғурлар һәм тибәтләр үстидин йүргүзүватқан миллий сиясити һәққидә илмий муһакимә йиғинлирини уюштуруватқан болуп, дуня уйғур қурултийи һәм униң қармиқидики һәрқайси дөләтләрдики уйғур тәшкилатлири хадимлири вә уйғур зиялийлириниң бу йиғинларда хитай коммунист һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан миллий сиясити һәққидә доклатлар бериватқанлиқи һәққидә тохталди.

Зияритимизни қобул қилған "хитай пуқралар күчи тәшкилати"ниң мәсули яң җйәнли әпәнди, хитай коммунист һөкүмитиниң 60 йиллиқ дөләт байримини тәбрикләш паалийити мәзгилидә, чәтәлләрдики хитай демократик тәшкилатлириниң түрлүк паалийәтләрни уюштуруп, хитай коммунист һөкүмитиниң бу 60 йил җәрянида йүргүзгән мустәбит түзүмини тәнқитләватқанлиқини баян қилип мундақ деди: "әтә 1 - өктәбир күни, биз америкидики һәрқайси демократик тәшкилатлар бирликтә вашингтон шәһиридә, хитайниң вашингтондики әлчиханиси алдида хитайға қарши наразилиқ намайиши елип баримиз, бу наразилиқ намайишиға хитай һөкүмитигә қарши тәшкилатларниң һәммиси қатнишиду. Униңдин башқа биз келәр һәптә ичидә хитайниң бу 60 йилдин буян йүргүзүватқан миллий сиясити, һәм хитайдики милләтләр һәққидә бир илмий муһакимә йиғини уюштурмақчимиз. Бу йиғинда хитай һөкүмитиниң миллий сиясити һәққидә илмий мақалиләр оқулиду."

Баш шитаби ню - йорктики "әркин тибәт оқуғучилар тәшкилати"ниң мәсули тендор әпәнди, зияритимизни қобул қилип, америкидики тибәтләрниң башқа демократик тәшкилатлар билән бирликтә, бүгүн һәм әтә ню - йорктики империйә бинаси алдидики мәйданда намайиш қиливатқанлиқини, дуняниң һәрқайси җайлиридики тибәтләрниң хитайниң 1 - өктәбир мәзгилидә хитай һөкүмитигә қарши түрлүк паалийәтләрни уюштуруватқанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: "биз шу тапниң өзидә биз ню - йорктики империйә бинасиниң алдида хитайниң дөләт байриминиң 60 йиллиқини тәбрикләш паалийитигә қарши намайиш қиливатмақтимиз, бүгүн кечә ню - йорк шәһириниң символи болған бу бина алдида кечичә намайиш қилишни пиланлидуқ, намайишимиз әлвәттә әтиму давамлишиду. Вақит пәрқи җәһәттин алғанда бүгүн кечә хитайда 1 - өктәбир күни болиду,әтиликкә дуняниң һәрқайси җайлиридики тибәт тәшкилатлириму оз дөлитидики уйғурлар һәм башқа демократик тәшкилатлар билән бирликтә хитай һөкүмитиниң бу 60 йилдин буянқи мустәбит һөкүмранлиқиға қарши намайиш вә тәшвиқат паалийәтлиридә болиду. Һәммимизгә мәлум тибәт һәм шәрқий түркистан шу тапта хитай коммунист һөкүмитиниң бесими вә қирғинчилиқи астида турупту, биз әлвәттә хитай коммунист һөкүмитигә қарши иттипақлишип күрәш қилишимиз, хитай һөкүмитиниң мустәбит һакимийитиниң 60 йилдин буян тибәтләр, уйғурлар, моңғул, манҗу қатарлиқ милләтләр һәм хитайлар үстидин йүргүзүп келиватқан мустәбит сияситини дуняға билдүрүшимиз керәк."

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай коммунист һакимийитиниң 60 йиллиқи тәбриклиниватқан мушундақ бир байрам күнидә, хитай һөкүмити бейҗиңда чоң парат өткүзүп, өзиниң қудрәт тапқанлиқини дуняға намаян қиливатқан болсиму, әмма дуняниң һәрқайси җайлиридики демократик тәшкилатлар түрлүк наразилиқ паалийәтлирини өткүзүш арқилиқ, хитай коммунист һөкүмитиниң бу 60 йилдин буян йүргүзүватқан сияситидики нуқсанларни дуня җамаәтчиликигә ашкарилимақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.