Хитай һөкүмити һазир уйғурларни хитайлаштурушниң сүритини тезләтмәктә

Бүгүн 5 ‏- айниң 29 ‏- күни, хитайниң 'шинҗаң гезити' хитай һөкүмитиниң һазир атуш, қәшқәр қатарлиқ җайларда қош тиллиқ маарип тәшвиқати елип бериватқанлиқини хәвәр қилди.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.05.29

 Хәвәрдин мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң доклат бериш өмәклири бу җайларға берип, коммунист әмәлдарлириниң уйғурларға хитай тилини өгитиш һәққидә қилған гәплирини 'уйғур әвладлириға ғәмхорлуқ қилғанлиқ' дәп тәшвиқ қилған.

Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди бу һәқтә мулаһизә елан қилди. Униң қаришичә, хитай һөкүмити һазир уйғурларни хитайлаштурушниң сүритини тезләтмәктә.

Дилшат ришитниң қаришичә, көп тил өгиниш яхши иш, әмма хитай һөкүмитиниң 'қош тиллиқ' дегән нам астида қиливатқан һәрикити хитайниң асаси қанунидики бәлгилимиләргә хилап һәрикәт.

Дилшат ришит әпәнди мулаһизисидә, хитай һөкүмитиниң 'қош тиллиқ' дегән шоариниң һәқиқий маһийитини тәһлил қилди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.