Сайламда утуп чиққан японийә демократик партийисиниң уйғур мәсилисидики мәйдани қандақ ?
Мухбиримиз ирадә
2009.08.31
2009.08.31
AFP Photo
Бу сайлам нәтиҗиси японийә сияси тарихидики бир бурулуш ноқтиси дәп қариливатқан болуп, японийә баш министири таро асому мәғлубийитини етирап қилди.
Сайламда утуп чиққан японийә демократик партийисиниң 480 орундин тәркип тапқан японийә парламентидики 300 орунни игиләйдиғанлиқи, йәни, парламент әзалириниң 3 тин икки қисмини тәшкил қилидиғанлиқи тәхмин қилиниватқан болуп, японийә демократик партийисиниң рәһбири юкйо хатояма һөкүмәт қуруш хизмитини башливәтти.
Ундақта, японийидә һакимийәт бешиға кәлгән бу йеңи һөкүмәтниң хитай билән мунасивити қандақ болиду? мәзкур партийиниң уйғур мәсилисидики мәйдани қандақ болар? йеңи һөкүмәт японийидики уйғур давасиға қандақ тәсир көрситәр?
Юқиридики аваз улинишидин, бу мәсилиләр һәққидә японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут билән өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.