Кагушима шәһиридә `шәрқий түркистанда немиләр болуватиду` мавзулуқ йиғин чақирилди

8 - Айниң4 - күни японийиниң кагушима шәһиридә `шәрқий түркистанда немиләр болуватиду` мавзулуқ йиғин чақирилди. Йиғинда японийә уйғур җәмийити мәсули илһам мәхмут сөз қилған. У сөзидә алди билән уйғурларниң қисқичә тарихини аңлатқандин кейин, уйғурларниң бүгүнки әһвали вә 5 - феврал үрүмчи вәқәси һәққидә ноқтилиқ һалда тохталған.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.08.06
Ilham-Mahmut-yaponlargha-liksiye-305.jpg Сүрәт, 8 - айниң4 - күни йапонийиниң кагушима шәһиридә чақирилған `шәрқий түркистанда немиләр болуватиду` мавзулуқ йиғинниң йиғин зали вә йапонийә уйғур җәмийити мәсули илһам мәхмут әпәндиниң нутуқ сөзләватқан көрүнүши.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу йиғинни японийиниң әң чоң аммивий тәшкилатлиридин бири болған японийә қурултийи оюштурған болуп, бу йиғинға 80 әтрапида киши қатнашқан. Илһам мәхмут әпәндиниң ейтишичә,  8 -  айниң 16 - күни японийиниң нагоя шәһиридиму  уйғурлар һәққидә илмий муһакимә йиғини чақирилидикән.   

Бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип  бу йиғинға қатнишиватқан илһам мәхмут әпәнди билән  телефон сөһбити елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.