Японийә уйғур җәмийити бир яшқа толди (1)

Дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрликидә, дуняда нөвәттә 21 дөләттә уйғур сиясий паалийити тәшкилий һалда җанланмақта. Буниңдин бир йил бурун қурулған японийә уйғур җәмийити әнә шу һиҗрәттики уйғур тәшкилатлири ичидә әң яш әзаниң бири.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.06.04
Yapon-Ilham-teshwiq-305 Сүрәт, йапонийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмут әпәндиниң йетәкчиликидә, 2009 - йили1 - айниң 2 - күни токйо шәһиридики йасикони бузрукгаһи алдида уйғурлар вә шәрқи түркистанни тонуштуридиған тәшвиқ варақлирини тарқитиватқан көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Японийә уйғур җәмийити - 2008 йили 6 ‏- айниң  15 ‏- қурулған болуп , қисқиғинә бир йил җәрянида , мәзкур тәшкилат рәиси шундақла дуня уйғур қурултийиниң японийидики вәкили болған илһам мәхмут әпәнди қатарлиқларниң тиришчанлиқи билән , японийә уйғур җәмийитиниң японийә җәмийитидә тәсири барғанчә кеңәймәктә шундақла японийидә уйғур мәсилисиниң йеңи бир нуқтидин тонулушида муһим рол ойнимақта.

Бүгүн, японийә уйғур җәмийити рәиси илһам мәхмут әпәнди билән өткүзгән сөһбәт хатиримиздин , японийидә уйғур дәвасини аңлитиш үчүн сиясий паалийәтләр елип бериватқан мәзкур тәшкилатниң бир йил җәрянидики паалийәтлири билән тонушуп чиқайли.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.