Японийә уйғур җәмийити бир яшқа толди (2)

Японийә уйғур җәмийити әзалириниң чәкликликигә қаримай түрлүк паалийәтләр арқилиқ уйғур вәзийитини япон хәлқи һәм җәмийитигә аңлитип кәлмәктә. Бу тәшкилат дуня уйғур қурултийиниң тәшкиллиши билән - 2008 йили - 15 июн қурулған иди, шундақла бу тәшкилат японийидә сиясий паалийәт елип бериватқан бирдин ‏- бир уйғур тәшкилати һесаблиниду.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.06.05
Yapon-Ilham-teshwiq-305 Сүрәт, йапонийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмут әпәндиниң йетәкчиликидә, 2009 - йили1 - айниң 2 - күни токйо шәһиридики йасикони бузрукгаһи алдида уйғурлар вә шәрқи түркистанни тонуштуридиған тәшвиқ варақлирини тарқитиватқан көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Мәзкур яш тәшкилатниң бир йиллиқи һарписида, биз дуня уйғур қурултийиға вакалитән японийидә мәзкур тәшкилатниң қурулушиға йетәкчилик қилған, һазир түркийидә турушлуқ дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейт түмтүрк әпәнди билән японийә уйғур җәмийитиниң қурулуш сәвәби һәм әһмийити һәққидә сөһбәт өткүздуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.