Япон паалийәтчи кубо әпәнди билән сөһбәт

Йеқинқи йиллардин бери дуняниң һәр қайси җайлирида уйғур мәсилиси барғансери күчәймәктә. Һәр қайси дөләтләрдики уйғур тәшкилатлири өз паалийәтлирини қанат яйдурғандин башқа һәрқайси дөләтләрдики башқа милләтләрниму уйғур давасиға тартип әкирмәктә.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.05.28
Yapon-kubo-ependi-305 Йапонлуқ паалийәтчи кубо әпәнди, вашиңгитонда ечилған 3 - нөвәтлик дунйа уйғур қурултийиға актип қатнашқан болуп, сүрәттә, у ай йултузлуқ көк байрақ билән.
RFA Photo / Erkin Tarim

Булардин бири япон кубо әпәнди. У буниңдин 10 йил бурун японийидә паалийәт елип бериватқан йипәк йоли җәмийитигә әза болған болуп, бу җәмийәттә уйғур мәдәнийити вә уйғур тарихи билән  тонушқан. Кейин у уйғур диярини зиярәт қилған. Шуниңдин тартип уйғурлар елип барған паалийәтләргә актип қатнишишқа башлиған.

Япон паалийәтчи кубо әпәнди өткән һәптә вашиңгитонда ечилған 3 - нөвәтлик дуня уйғур қурултийиғиму актип қатнашти. У қурултай җәрянида японийидә елип барған паалийәтлири һәққидә доклат бәрди. У уйғур кийими билән   қолида ай юлтузлуқ көк байрақни  көтүргән һалда пүтүн паалийәтләргә актип қатнашти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.