Явропа парламенти инсан һәқлири доклатида уйғур мәсилисигә орун берилди

Явропа парламенти 2010-йили 12-айниң 16-күни мәхсус йиғин чақирип йәр шари характерлик инсан һәқлирини көзитиш һәққидә бир қарар мақуллиған икән.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.05.24
memet-toxti-erkin-tarim-305.jpg Дуня уйғур қурултийиниң явропа парламентидики вәкили мәмәт тохти ихтиярий мухбиримиз билән сөһбәттә. 2011-Йили май
RFA/Erkin Tarim

Бу қарарниң роһи бойичә явропа инсан һәқлири комитетиниң муавин рәиси, литва парламентиниң әзаси лаима андрикийәнә ханим тәрипидин қәләмгә елинған инсан һәқлиригә аит бу доклат өткән һәптә елан қилинған.

Уйғур мәсилиси тунҗи қетим бу доклатқа шәрқий түркистан нами билән киргүзүлгән болуп, доклатта уйғурларниң сиясий, иқтисадий мәдәний һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң қәстән шәрқий түркистанға хитайларни йөткәп, уйғур мәдәнийитини йоқ қиливетишкә урунуватқанлиқи тәкитләнгән.

Мәзкур доклат явропа бирликигә әза дөләтләрниң парламентлири һөкүмәтлири вә аммиви тәшкилатлириға әвәтилидиған болуп, явропа парламенти бу дөләтләрниң хитай билән болған мунасивитидә бу мәсилини күнтәртипкә елип келишини тәвсийә қилидикән. Дуня уйғур қурултийиниң явропа парламентидики вәкили мәмәт тохти бу доклатта уйғурлар һәққидә немиләр дейилгәнлики вә бу доклатниң уйғур давасиға болған тәсири һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.