Йәкән базиридики икки бина маҗирасиға қарита йәрлик даириләрниң баянлири

Йәкән наһийә базириниң сәйчи кәнтидики аһалиләр, өзлиригә тәвә болған бир меһманхана вә бир хизмәт бинасиниң аммидин рухсәтсиз сетилишиға қарши 4 айдин бери наһийә вә базарлиқ һөкүмәт даирилири билән дәталаш қилишип келиватқан.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.04.18
yeken-xeritisi-305.jpg Йәкәнниң хәритидики орни.
google map

Өткән пәйшәнбә күни даириләр мәзкур икки бинани чеқиш үчүн һәрикәткә өткәндә, кәнт аһалилири коллектип қаршилиқ көрситип бинаниң чеқилишини тосуп қалған иди. Биз алдинқи программимизда бу вәқә һәққидә кәнт аһалилириниң инкаслири һәққидә мәлумат бәргән идуқ. Биз бүгүнки программимизда шу күнидики вәқә вә униң сәвәблири һәққидә йәрлик даириләрниң баянлири һәққидә мәлумат беримиз.

Биз бу вәқә мунасивити билән әң аввал йәкән базарлиқ партком секретари вә базарлиқ һөкүмәт башлиқини зиярәт қилдуқ. Улар вәқәниң йүз бәргәнликини йошурмиди. Бирақ улар мәзкур икки бинада йәрлик аһалиләрниң һәққи барлиқини инкар қилди.

Йәрлик аһалиләр, бу икки бинада өзлириниң һәққи барлиқини, йәрлик даириләрниң икки бинани уларниң рухситисиз сетивәткәнликини илгири сүрмәктә.

Игилигән мәлуматлиримиздин қариғанда, базарлиқ һөкүмәт мәсуллири бу йәрләрдин пайдилиниш вә сетиш һоқуқиниң кимгә яки қайси орунға тәвә болуши керәклики һәққидә ениқ мәлуматқа игә әмәс. Булар бу икки бина селинған йәрни бирдәм дөләт игиликидики йәр дәп атиса, бир дәм коллектип игиликидики йәр дәп аташти сөзиниң бир йеридә бу йәрләрниң бурунла дөләт игиликигә өткүзүлгәнликини тилға алса, йәнә бир йәрдә кәнт игиликидики йәр икәнликини вә униң тәвәликиниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүрүшти.

Йәрлик аһалиләрдин игилишимизчә, улар бу икки бинани базарлиқ һөкүмәт рәһбәрлири сетивәтти дәп чүшәнгән вә наһийилик һөкүмәттин бу ишта ярдәм күткән. Әмма базарлиқ һөкүмәт рәһбәрлири икки бинани сетиш қарарини наһийиниң бәргәнликини, өзлириниң болса пәқәт вәзипә иҗра қиливатқанлиқини паш қилди.

Мәлум болушичә, базарлиқ һөкүмәт рәһбәрлири һәтта наһийилик йәр башқуруш идарисиниң мәсуллириму, бу биналарниң кимгә вә қанчә пулға сетилғанлиқидин хәвәрсиз.

Йәнә инкаслардин мәлум болушичә, нөвәттә йәкән наһийә базар ичидики қиммәт баһалиқ йәрләр вә әтраптики терилғу йәрләр, намәлум кишиләр тәрипидин, сирлиқ йоллар билән әрзан баһада сетивелинмақта; йәрлик аһалиләр болса, шәһәр ичидин қәдәмму-қәдәм сиқип чиқирилмақта, узақлаштурулмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.