Рабийә қадир ханим шивитсарйиниң җәнвә шәһиридә паалийәт елип барди
2010.11.26
Баш катип долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, рабийә қадир ханим башчилиқидики һәйәт, җәнвәдин йәнә зүрихкә қарап йолға чиққан болуп, улар зүрих шәһиридә орунлаштурулған йиғинға қатнишидикән. Шәрқий түркистан шивитсарийә җәмийитиниң рәиси әндили әпәнди, зүрихтә өткүзүлидиған йеғин һәққидә мәлумат бәрди.
Әндили әпәнди йәнә, рабийә қадир ханимниң шивитсарийиниң һәрқайси шәһәрлиридә вә кишилик һоқуқ тәшкилатлирида сөзлигән нутуқлириниң асаслиқ мәзмунлирини тонуштурди.
Рабийә қадир ханим, шивитсарийидики зияритини ахирлаштурғандин кейин испанийигә берип, испанийә тибәт достлуқ тәшкилати қатарлиқ испанийидики бир қанчә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәхсус орунлаштуруши вә тәклибигә бинаән өткүзүлидиған, хитайда хитай болмиған милләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисигә аит йиғинида вә мухбирларни күтивилиш мурасимлирида уйғурларниң сиясий вәзийити болупму 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейинки уйғурларниң әһвали тоғрисида доклат беридикән. Испанийидә йәнә рабийә қадир ханимниң һаяти тәсвирләнгән " муһәббәтниң 10 шәрти " намлиқ һөҗҗәтлик филим қоюлидикән.
Сөйүмлүк радио аңлиғучилар, биз рабийә қадир ханимниң испанийидә елип баридиған зиярәтлири һәққидә силәргә илгириләп толуқ мәлумат беришкә тиришимиз .