Рабийә қадир ханим испанийидики икки күнлүк паалийитини ғәлибилик ахирлаштурди

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, шивитсарийидики зияритини ахирлаштуруп, испанийиниң барселона шәһиридә зиярәттә болмақта.
Мухбиримиз әқидә
2010.11.29
rabiye-swetsariye-305.jpg Рабийә қадир ханим шветсарийидики бир учришишата
DUQ

Америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, 28 ‏- ноябир күни дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси өмәр қанат билән биргә шиветсарийидин айрилип, испанийиниң барселона шәһиригә йетип барған. Испанийидики тибәт тәшкилатиниң вәкиллири айропилан истансисида рабийә қадир ханимни күтүвалған, шу күни чүштин кейин, рабийә қадир ханим испанийә тибәт тәшкилатиниң рәиси ваң чен билән көрүшүп, уйғурлар вә тибәтләрниң һазирқи сиясий вәзийити вә қандақ қилғанда бу икки милләтниң әһвалини дуня җамаәтчилики арисида техиму юқири пәллигә көтүрүп чиқиш керәклики үстидә мәхсус сөһбәт елип берип, өз ‏- ара пикир алмаштурған.

29 ‏- Ноябир дүшәнбә күни, рабийә қадир ханим барселонада чиқидиған El- Temps һәптилик журнили, испанийиниң Catradio радиоси қатарлиқ мәтбуатларниң зияритини қобул қилған.

Шу күни чүштин кейин, испанийә тибәт тәшкилати билән испанийидики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бирликтә орунлаштурған йиғинида, уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида мәхсус доклат бәргән. Шуниңдәк йәнә мәзкур йиғинға тәклип қилинған далай ламаниң сиңлиси билән айрим учришип сөһбәт өткүзгән.

Рабийә қадир ханим испанийидә юқириқи паалийәтләр түпәйли җидди хизмәт үстидә болғанлиқи үчүн, биз рабийә ханимни бивастә зиярәт қилиш пурситигә еришәлмидуқ. Америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди зияритимизни қобул қилип, рабийә қадир ханимниң испанийә зиярити һәққидә мәлумат бәрди вә 12 ‏- айниң 10 ‏- күни өткүзүлидиған нобел тинчлиқ мукапати мурасимиға, рабийә қадир ханимниң қатнишидиғанлиқи тоғрисида тәпсили тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.