Далай лама саламәтликиниң яр бәрмәслики түпәйли сәпирини бикар қилди
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.08.28
2008.08.28
Америка бирләшмә агентлиқи, драмсаладин алған учурлириға асасән пәйшәнбә күни, далай ламаниң саламәтликиниң дегәндәк яхши болмаслиқи сәвәблик икки дөләттә елип бармақчи болған сәпирини әмәлдин қалдуруп, саламәтлик тәкшүрүши елип баридиғанлиқини елан қилди.
Хитай һөкүмитиниң қаттиқ бесимиға пәрва қилмиған, ғәрб вә асия дөләтлири далай ламани диний даһий сүпитидә қобул қилип кәлмәктә. Далай лама тибәттин айрилған 50 йилдин буян мәйли һөкүмәт вә яки һөкүмәтсиз тәшкилатларниң болсун, етирап қилишиға муйәссәр болмақта.
Далай лама нурғун дөләтләрдә зиярәттә болуш җәрянида, тибәт буддизми һәққидә тәлиматлирини аңлатқандин сирт, тибәтниң нөвәттики сиясий вәзийити, болупму тибәткә һәқиқи аптономийә тәләп қилиш муддиасиниму бирдәк аңлитип кәлмәктә. Шуңа хитай даирилири уни изчил бөлгүнчи дәп қарап, далай лама вәкиллири болған сөһбәтни нәтиҗисиз қалдурмақта.