Тибәт - хитай сөһбити тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң ташқи ишлар минстириға илһам бәхш етәлмиди

Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң ташқи ишлар министири кесаң яңке такла пәйшәнбә күни японийә пайтәхти токйода ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, хитай билән далай лама вәкиллириниң арисида елип берилған ахирқи сөһбәт кишигә илһам бәхш етәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.07.03

 Кесаң яңке такла ханим мундақ дәйду " бәзи хитай рәһбәрлири тәрипидин елан қилинған баянатлар болупму , тибәт аптоном райони даирилириниң тибәт вәзийити һәққидики сөзлиридин сөһбәтниң илһам бәхш етәлмәйдиғанлиқи мәлум".

У, өзиниң бейҗиңдики сөһбәт мәзмунидин техи вақипландурулмиғанлиқи, лекин " хитай даирилириниң сөзидин уларниң тибәт хәлқи чекиватқан җапа - мушәққәтни аңлашни халайдиғандәк қилмайдиғанлиқи"ни билдүрди. У бейҗиңда әмдила ахирлашқан 7 ‏ - нөвәтлик хитай - тибәт сөһбитидә немә ишларниң йүз бәргәнликигә қарайдиғанлиқини әскәртиду.

Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни компартийә мәркизи бирликсәп бөлүминиң мәсули, сияси кеңәшниң муавин рәиси ду чиңлинниң лоди гяри вә келсаң гялтсенлар билән учрашқанлиқи, ду чиңлинниң "далай лама сәмимийитини көрсәтсә йил ахиридин бурун йәнә бир қетим учришишни халаймиз " дегәнликини билдүргән иди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң ашкарилишичә, далай ламаниң вәкиллири олимпик тәнтәрбийә сарийини зиярәт қилған шундақла бейҗиңдики бәзи тибәт мәсилилири мутәхәссиси һәм тәтқиқатчилар билән сөһбәт өткүзгән. Игилишимизгә қариғанда , тибәт вәкилләр өмики пәйшәнбә күни бейҗиңдин айрилған болуп, нөвәттә улар дарамсалаға қайтиш сәпиридә икән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.