Хитайниң “өмүрлүк туғмас оператсийә” си уйғур аниларни мәҗруһ қилмақта
2020.07.31
Испатлиқ мәлумат вә гуваһлиқлардин хитай һөкүмитиниң уйғур диярида омумйүзлүк қоллинип келиватқан пиланлиқ туғут тәдбири мис сим билән оралған пластик, йәни суляв “T shekillik” үскүнә-һамилидарлиқтин сақлиниш үзүки арқилиқ, уйғур аяллиринииң кәм дегәндә 10 йил узун муддәт туғутини чәкләш мәқситигә йетиватқанлиқи һәққидә мәлумат бәргән идуқ. Шундақла униң ярилиниш вә балиятқу ракидәк еғир әгәшмә кесәлликләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи һәққидиму испатлар оттуриға чиққаниди.
Дохтурларниң ейтишичә, хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә мас һалда уйғур аяллириға қоллиниватқан мәңгүлүк туғут чәкләш тәдбири болса, аялларниң тухум тошуш нәйчисини боғушни көрситиду.
Әмәлийәттә бу йеңи тәдбир әмәс, уйғур аптоном районлуқ пиланлиқ туғут ишханиси “аз туғуп, тез бейиш” мукапатлаш тәшвиқатини 2007-йилидин башлиған болуп, үч пәрзәнтликтин төвәнләр вә уруқ нәйчиси оператсийәсигә охшаш туғут чәкләш тәдбирини қолланғанларни мукапатлаш усули арқилиқ уйғур аяллирини бу тәдбиргә риғбәтләндүрүп кәлгән. Даириләрниң йеқинқи йилларда, әслидә бар болған пиланлиқ туғут сияситигә өзгәртишләр киргүзүп күчәйтиш билән тәң, шәһәр нопуси бойичә 2, йеза нопуси бойичә 3ни туғуп болған аялларға мәңгүлүк туғуш иқтидаридин мәһрум қалдуридиған бу хил уруқ нәйчиси оператсийәсини мәҗбурий елип бармақтикән.
2019-Йили, америка ташқи ишлар министирлиқиниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилатида орунлаштурған “шинҗаңдики кишилик һоқуқ кризиси” темисидики муһакимә йиғинида, лагер шаһити зумрәт давут, өзиниң хитай даирилири тәрипидин дәл шу хил шәкилдә мәҗбурий туғмас қилинғанлиқи һәққидә гуваһлиқтин өткәниди.
Пакистанлиқ ериниң йол меңиши билән зумрәт гәрчә хитайниң лагеридин икки айдин кейин сақ чиққан болсиму, у даириләрниң өмүрлүк туғут чәкләш оператсийәсидин қечип қутулалмиған. Хитай даирилири өмүрлүк туғмаслиқ опиратсийәсини зумрәтниң ери билән пакистанға кетишигә йол қоюшниң шәрти қилған. Зумрәт бултур 4-айда пакистан арқилиқ америкаға кәлгәниди.
Зумрәтниң чүшәндүрүшичә, бу хилдики туғут чәкләш оператсийәсигә мәҗбурланған уйғур аяллириға даириләр бу оператсийәниң қандақ елип берилидиғанлиқи, униң хәвпи вә тәсирлириниму чүшәндүрмәйду. Қопал вә начар шараитта елип берилиду.
Зумрәт бу оператсийәдин кейин өзидә гормон қалаймиқанлишиш, һейиз пүтүнләй тохташ, һәтта психикилиқ тосалғуларға охшаш еғир әкс тәсирләрни бешидин өткүзүватқанлиқини билдүрди.
Аяллар тухум тошуш нәйчисини оператсийә қилиш туғут йешидики аялларниң мәңгүлүк һамилидарлиқтин сақлинишини әмәлгә ашуриду. У хитайниң нопусниң көпийишини контрол қилидиған асаслиқ тәдбир. Хитай нопус вә пиланлиқ туғут торидики материялларға қариғанда хитай 40 йилдин буян туруба йолини кесиш оператсийәсини кәң көләмдә елип барған. Көп қоллинилидиған усуллар тухумдан нәйчисини кесип еливетиш вә йеқинлаштурушни өз ичигә алиду.
Зумрәт, өзиниң оператсийәдин кейин, дохтур арқилиқ өз ихтияри бойичә туғут чәкләш оператсийәсидә турубини қатлаш усули қолланған болса, йеқинқи йилларда һөкүмәтниң мәҗбурий елип барған усулиниң туруба йолини кесип еливетилип пүтүк һаләткә кәлтүрүлидиған, мәңгү әслигә кәлтүргили болмайдиған кәскин вә әҗәллик усул икәнликидин хәвәр тапқан.
2016-Йили үрүмчидин түркийәгә көчүп чиққан 57 яшлиқ пәридә турсун ханим болса, икки қиз бир оғул җәмий үч балиниң аниси болуп, у 1996 йили кәнҗи оғлиға, йәни 3-балисиға һамилидар болғандин башлапла пиланлиқ туғут даирилириниң бесимиға дуч кәлгән, қечип йүрүп оғлини йәңгигән. У, еғир җәриманә төләпму қутулалмиған вә ахири зорлуқ билән “т шәкиллик үзүк” қоюлған. Өз вақтида униңға бу үзүкниң әкс тәсирлири һәққидә һечқандақ чүшәндүрүш берилмигән. Һамилидарлиқтин сақлиниш үзүки қоюлғандин башлап униңдин қан тохтимиғанлиқи үчүн, үрүмчи шәһиридики миллий шипаханида үзүк еливетилгән болсиму, лекин шу күнниң өзидә ериниң разилиқисиз, өмүрлүк туғмаслиқ оператсийәсигә мәҗбурланған.
Униң шу чағдики оператсийәниң тәсиридә саламәтлики изчил начарлашқан болуп, түркийәдә 4ай илгири униң қорсақ қисим сериқ етини ямаш оператсийәси қилинған.
Пәридә ханим 30 йилдин буян хитайниң пиланлиқ туғут оператсийәси қалдурған җисманий вә роһий яридин башқа, әгәшмә һалда баштин кәчүргән йеңи оператсийә униң тенидә йәнә йеңидин 30йиплиқ тартуқ қалдурған.
Пәридә ханим икки қизи үрүмчидә хитай тәрипидин лагерға қамилип йәнила гөрүдә туруватқан бир пәйттә, өзиниң бу һәқтә гуваһлиқ беришигә түрткә болған сәвәбни чүшәндүрүп: “хитай һөкүмити мушундақ вәһший усулар арқилиқ мениң һаятимни вәйран қилди, лекин мениң қизлирим нәврилирим бар, уларму биз бешимиздин кәчүргән бу қирғинчилиқларға, зиянкәшликкә давамлиқ учриса болмайду. Өзүмни қоғдашқа амалсиз қалған болсамму, уларни қоғдаш үчүн болсиму қолумдин келидиғанла амални қилиш мениң анилиқ мәҗбурийитим. Мән хәлқара җәмийәттин хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан, һазирму давамлишиватқан бу хил туғут чәкләш, мәҗбурий бала чүшүрүш сиясәтлирини тәкшүрүши вә буни тохтитишини сораймән” деди.
Хитай һөкүмитиниң уйғур аяллириға оператсийәдин илгири бу оператсийәниң өзлирини мәңгүлүк туғут иқтидаридин вә саламәтликидин мәһрум қалдуридиғанлиқи, кейинки күтүнүши һәққидиму мәслиһәт бәрмәслики, әқәллий медитсина кәспий әхлақи вә инсаний әхлаққа қарши җинайәт һесаблинидикән.
Ялғуз пәридә ханимла әмәс йәнә 10 лиған уйғур аяллириниң радийомизға бәргән гуваһлиқлиридин уйғур диярида адәттики һамилидарлиқтин сақлиниш тәдбири сүпитидә бундақ оператсийә уйғур аяллириға давамлиқ түрдә мәҗбурий қоллинилмақта. Уларниң баян қилишичә, уйғур диярида, шәһәр, наһийә дохтурханилириниң шараити бираз яхши болғини билән, йеза дохтурханилири вә йезилардики пиланлиқ туғут орунлирида мәҗбурий бала чүшүргән аялларниң роһий азаплирила әмәс, җисманий азаб, қансираш, күтүлмигән һадисиләр түпәйлидин җенидин айирилип қалған аялларму аз әмәс.
Хәлқарада хитайниң уйғурлар үстидин 30 йилдин буян пиланлиқ туғут сиясити баһанисидә елип бериватқан туғут чәкләш тәдбирлири ашкарилинип, бу, хитайниң уйғурларға елип бериватқан аста характерлик қирғинчилиқиниң күчлүк испатиға айланди. Бу һәқтә кейинки аңлитишлиримизда давамлиқ мәлумат беримиз.