Истанбулдики уйғур аяллириниң реяллиқи әндишә қозғимақта

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2020.01.23
Munire-Abdigheni-Ilyas-Rahman.jpg Хәлқара кәчүрүм тәшкилати аилиси билән җәм болуши үчүн имза қоюш паалийити тәшкиллигән мунирә абдуғени вә йолдиши иляс рахман.
Social Media

Уйғур районида күнсери җиддийлишиватқан сиясий вәзийәтниң тәсири муһаҗирәттики уйғурларниң аилә әһвали вә турмушиға зор тәсир көрсәтмәктә. Хитай һөкүмитиниң зор көләмлик тутқун қилиш һәрикити, йиғивелиш лагерлири түзүлмиси вә муһаҗирәттики уйғурларниң вәтәндикиләр билән болған алақисиниң үзүветилиши қатарлиқ сиясий сәвәбләр түпәйли аилисидин айриветилгән, иқтисадий имканийәтлиридин мәһрум қалған аялларниң турмушидики маддий вә мәниви қийинчилиқлар түркийәдики уйғурлар йолуқуватқан муһим мәсилиләрниң бири болмақта.

Йеқинда “һира” мәдәнийәт вә маарип вәхпи, истанбулниң зәйтинбурну вә сәфакөй районлирида олтурушлуқ 200 дин артуқ аялни зиярәт қилиш арқилиқ бир қисим мәлуматларға игә болған. Истатистикида көрситилишичә, түрмигә соланған, йоқап кәткән вә қайтуруветилгәнләр болуп җәмий 15 пирсәнт аялниң аилиси сиясий сәвәбләр түпәйли парчиланған. Зиярәт қилинған аялларниң 93 пирсәнтиниң пәрзәнти бар болуп, 29 пирсәнтиниң пәқәтла кирими йоқ, 34 пирсәнтиниң болса айлиқ кирими 200 долларғиму бармайдикән. Истатистика җәрянида 50 пңрсәнт аялниң ишсиз икәнлики ениқланған.

Биз бу мунасивәт билән җәмийәтшунас, доктор дилнур рәйһан ханимни зиярәт қилдуқ. Дилнур рәйһан ханим аяллар мәсилисиниң муһимлиқи вә җәмийәтниң илгирилиши вә сағламлиқиға көрситидиған тәсири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “аяллар бир милләтниң асасидур. Аялларниң әһвали яхшиланмиса җәмийәтниң әһвали яхшиланмайду. Биз әзәлдин аялларниң маарипиға әһмийәт биримиз. Аялларниң маарипиға әһмийәт бериштин аввал уларниң әң әқәллий болған инсаний маддий вә мәниви турмуш шараити яхшилиниши керәк. Андин маарипни вә уларниң балиларни тәрбийәлинишини ойлиғили болиду. Вәтән сиртидики уйғурлар оттура асиядин қалса түркийәдә бир қәдәр көп. Түркийәдики аялларниң әһвали интайин начар вә хәвплик. Униң үстигә балилири бар ялғуз анилар көп. Уларниң балилирини тәрбийәләшму интайин муһим. Уларниң маддий турмуши яхшиланмиса, мәнивийәттин сөз қилғили болмайду. Маддий вә мәниви турмуши яхши болмиған аял қандақсигә өзидин ешип, балиларни тәрбийлийәләйду? балиларни тәрбийәләш әмәс чоң қилишму җиддий бир мәсилә.” 

Түркийәдики нурғун уйғур аяллири йолдишидин вә вәтәндики аилисидин айриветилгәнлики, буниңға әгишип кәлгән иқтисадий қийинчилиқ вә психик мәсилиләр түпәйли көп җапа тартмақта икән. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған гүлниса қавул ханим хитай һөкүмитиниң йолдишини түркийәдин үрүмчигә қайтқанда айродромида қолға алғанлиқини, һазир истанбулда үч балини дадисиз беқип чоң қилиш үчүн нурғун җапа тартиватқанлиқини баян қилди. 

Йеқиндин буян хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң иҗтимаий алақә васитилиридә мунирә абдуғениниң йолдиши иляс раһман һәққидики гуваһлиқ видийоси елан қилинған болуп, 19 яшлиқ мунирә иккинчи балисиға еғир аяқ вақтида йолдиши хитай һөкүмитиниң бесими билән мисирдин хитайға қайтурулған. Бир нәччә йилдин бири ана вә икки пәрзәнт иляс раһманни күтүватқан болуп, видийо елан қилинғандин кийин хили чоң тәсир қозғиған. Иляс раһманниң аилиси билән җәм болуши үчүн кәчүрүм тәшкилати торда имза қоюш паалийити тәшкиллигән.

Көзәткүчләрниң қаришичә, түркийәдики уйғур пуқрави тәшкилатлири бу мәсилиләр үстидә җиддий баш қатуруватқан вә бәзи тәдбирләрни йолға қоюватқан болсиму, лекин мәсилини һәл қилишта йетәрлик әмәс икән. Доктор дилнур ханим зияритимиз җәрянида түркийәдә уйғур җамаитиниң әр-аялларниң баравәрлики мәсилиси җәһәттә йетәрлик тәрбийәләнмигәнлики, уйғур аяллириниң аилидә әрләр тәрипидинму бесимларға учрайдиғанлиқини тәкитләп өтти. У муһаҗирәттики уйғурларниң бу мәсилә үстидә җиддий тәдбир илиши керәклики тәкитлиди. У йәнә бу мәсилини һәл қилиш йоллири һәққидә пикирини баян қилип, мундақ деди: “бу мәсилигә тақабил турғили болиду. Сәвәб қилсаң севәттә су тохтайду. Бу аялларниң мәсилисини һәл қилиш түркийәдики уйғурларла әмәс, һәммимизниң һәрикәт қилишиға тоғра келиду. Болупму конкрет һалда аяллар үчүн һәрикәт қилиш, униңға әрләрни әмәс, аялларни мәсул қилиш керәк. Биздә давамлиқ аялларниң ишиға әрләр чат киривалидиған иш бар. Аялларниң мәсилисигә аяллар баш болуши, әрләр ярдәм бериши керәк. Буларни иқтисадий җәһәттин қоллаш, иқтисадий җәһәттин өз-өзини идарә қилишиға ярдәм бериш керәк. Буниң үчүн мәнчә аяллар коллектипи қурушқа тоғра келиду. Уларниң әмәлий еһтияҗини бир бирләп тизимлап чиқип, шуниңға асасән тәдбир түзүшкә тоғра келиду. Мениңчә, аяллар мәсилиси үчүн һәрқандақ һөкүмәттин ярдәмгә еришкили болиду. Аввал түркийәни чиқиш қилип туруп андин явропа иттипақидин ярдәм алғили болиду. Аялларни қәд көтүргүзүш, ялғуз аниларни қоғдаш, балилириниң еһтияҗи қандаш қатарлиқлар үчүн конкрет пилан түзүп чиқишқа тоғра келиду. Қилидиған ишлар һәқиқәтән көп, буларға җиддий муамилә қилиш керәк.”

Игилишимизчә, түркийә муһаҗирәттики уйғурлар топлишип олтурақлашқан дөләтләрниң бири болуп, хитай һөкүмитиниң уйғур, қазақ қатарлиқ түркий милләтләргә илип бериватқан ассимилиятсийә вә бастуруш сиясәтлири муһаҗирәттики уйғурларниң һаятиғиму чоңқур тәсир көрсәтмәктә икән. Түркийәдики аилисидин алақиси үзүлгән аялларниң мәсилиси буниң муһим өрники һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.