Үрүмчидики от апитидә қаза қилған қәмәрнисахан абдураһман аилисниң паҗиәси
2022.11.29
11-Айниң 24-күни кәчқурун үрүмчиниң дөңкөврүк райони “җишаңйүән” аилиликләр қорусидики бир бинаға от кетип, кичик балиларниму өз ичигә алған бирмунчә адәмниң паҗиәлик өлүмини кәлтүрүп чиқарғаниди. Мәлум болушичә, бу от апитидә от 15-қәвәттин башлинип 19-20-қәвәтләргичә туташқан. От 3 саәттин артуқрақ вақитта аран өчүрүлгән.
Бу от апитидә 19-қәвәттики өйидә төт балиси билән биллә көйүп өлүп кәткән қәмәрнисахан абдураһман аилисиниң паҗиәси уйғурларниң нөвәттики трагедийәсини техиму ениқ гәвдиләндүргән. Мәрһум қәмәрнисахан абдураһманниң шарапәт вә муһәммәд симлик икки балиси түркийәдә оқуватқан болуп, улар анисиниң вә кичики бәш яш, чоңи 13 яшлиқ болған ини-сиңиллириниң отта көйүп өлүп кәткәнликини иҗтимаий таратқулардин көргән. Уларниң дейишичә уларниң дадиси вә чоң акиси 2016-йилиниң оттурилири вә 2017-йилиниң ахирлирида айрим-айрим лагерға елип кетилгән болуп, шуниңдин буян уларниң из-дерики йоқ икән.
Шарапәт вә муһәммәдни бу мунасивәт билән радийомизниң бүгүнки программисиға тәклип қилдуқ. Сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.