Ғәйрәт кәнҗи ишлигән “уйғур едит” ниң йеңиланған нәшри торға қоюлди

Мухбиримиз меһрибан
2021.02.19
Ғәйрәт кәнҗи ишлигән “уйғур едит” ниң йеңиланған нәшри торға қоюлди Ғәйрәт тохти кәнҗи әпәнди.
Photo: RFA

Компйотер мутәхәсиси ғәйрәт кәнҗи тәрипидин 2003-йили нәшр қилинип һәқсиз тарқитилған “уйғур едит” юмтали уйғур компийотер мәшғулати һәм йезиқчиқида омумлашқан шундақла қоллиниш асан болған көп иқтидарлиқ юмшақ деталдур.

10 Нәччә йилдин буян японийәдә яшаватқан компйотер мутәхәссиси ғәйрәт кәнҗи әпәнди, йеқинда фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда “уйғур едит” юмталиниң 2021-йили 2-айда йеңидин нәшр қилинған нусхисиниң гогулда һәқсиз тарқитилғанлиқини елан қилди.

Радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилған ғәйрәт кәнҗи әпәнди “уйғур едит” юмталиниң уйғур компйотер йезиқчилиқидики бошлуқни толдуруш үчүн мәхсус Windows системисиға маслаштуруп лаһийиләнгән юмшақ детал икәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә, “уйғур едит” қоллиниливатқан 20 йилға йеқин җәрянда, бу юмшақ деталниң иқтидари ғәйрәт кәнҗи тәрипидин көп қетим йеңиланған һәм толуқланған.

Ғәйрәт кәнҗиниң билдүрүшичә, “уйғур едит” ниң 2021-йили 2-айдики йеңи нусхисиға аптоматик имла тәкшүрүш, йезиқ алмаштуруш (уйғур кона йезиқи, уйғур латин йезиқи вә уйғур крил йезиқини бир-биригә аптоматик өзгәртиш), аптоматик йезиқ алмаштурғанда һәрпләрниң чоң-кичик өзгириши, қур өзгириши қатарлиқларни аптоматик тамамлаш иқтидарлири қошулған.

Ғәйрәт кәнҗи әпәндиниң билдүрүшичә, “уйғур едит” ниң 2021-йилдики әң йеңи нәшр нусхисиму торда һәқсиз тарқитилған болуп, уни гогулдин бивастә чүшүрүп қоллинишқа болидикән.

Йоқириқи аваз улинишидин мәзкур сөһбәтниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.