Корладики көзгә көрүнгән ака-ука тиҗарәтчиләр тутқун қилинип, мал бисати тоңлитилған
2019.08.21
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә елип бериватқан һәр қетимлиқ бастуруш һәрикәтлиридә уйғур пулдарлири вә игилик тиклигүчилириниң бастуруш обйекти болуп келиватқанлиқи мәлум. Болупму хитай һөкүмити лагерларни қуруп уйғур вә башқа мусулман хәлқләрни кәң көләмдә тутқун қиливатқан йеқинқи икки йил мабәйнидә сәвәбсизла тутқун қилинип лагерға елип кетилгән, һәтта мәхпий түрдә кесилгән пулдар уйғурларму аз әмәс. Мана мушу тутқун қилинған уйғур тиҗарәтчиләр санданға йеқинда йәнә икки уйғур байниң исми қошулди.
Улар “шинҗаң рози һаҗи сода чәклик ширкити”, “корла чиланбағ өй-мүлүкчилик ширкити” ниң ака-ука лидерлири 43 яшлиқ розиһаҗим һәмдул билән 37 яшлиқ мәмәт һәмдуллардур. Улар корла шәһириниң ләңгәр йезисида туғулған болуп, йеқинқи 10 йилда тез сүрәттә ронақ тапқан вә көзгә көрүнгән уйғур карханичилардин һесаблинидикән.
Уларниң бир иниси өмәрҗан һәмдул нөвәттә түркийәдә оқушини давам қиливатқан болуп, у 2016-йили тәтилдә юртиға туғқан йоқлап барғандин кейин түркийәгә қайтип кәлгән икән. Шуниңдин кейин, йәни 2017-йили өктәбирдин кейин униң акилири вә аилиси билән болған алақиси үзүлүп қалған икән. Әмма у аилисидикиләрни давамлиқ сүрүштә қилишни тохтатмиған. У йеқинда акисиниң ширкитидә хизмәт қилған бир хитайдин акиси розиһаҗиниң 25 йил кесилгәнлики һәққидә учур алған. Буниң билән у икки акиси вә аилисидикиләрниң зиянкәшликкә учраш әһвалини дуняға аңлитиш қарариға кәлгән.
Хитайниң мәлум шәһиридин өмәрҗанға акилириниң учурини йәткүзгүчи хитай униңға “һазир уйғур байларниң һәммиси түрмидә, қоюп бериливатқанлар сап аяллар, әмма әрләр асасән кесиливатиду, лагердин чиқалиғини йоқ, һөкүмәт уларниң мал-мүлүклирини пүтүнләй тоңлитивәтти. . .” дегән.
Хитайниң тордики учур архиплиридин роза һаҗи вә мәмәт һәмдуллар қурған өй-мүлүк ширкәтләрниң тор бәтлирини, ширкәтлирини тизимға алдурған вақитлирини вә мунасивәтлик испатлирини һазирму тапқили болиду. Болупму уларниң көп қәвәтлик қилип корланиң көнчи дәря бойиға заманиви шәкилдә салдурған чиланбағ сарийи корла шәһиридики мәшһур қурулушлардин һесаблинидикән.
Чиланбағ сарийи 2016-йилниң ахирлири әмдила пүтүп базарға селинишиға розиһаҗи үрүмчидә сәвәбсиз тутқун қилинип, кейин корлаға йөткәп келингән вә лагерға қамалған. Униңдин икки-үч ай кейинла иниси вә шерики мәмәт һәмдулму тутқун қилинған.
Уларниң түркийәдики иниси өмәрҗан чоң акиси рози һаҗиниң 25 йил кесилгәнликидин хәвәрдар болған болсиму, әмма кичик акисиниң тутулғандин кейинки әһвалидин хәвәрсиз икән. Өмәрҗан йәнә иккила акисиниң 4 тин пәрзәнти барлиқини, улардин вә яшинип қалған аписидин һечқандақ хәвәр алалмиғанлиқини ейтти.
Өмәрҗанниң билдүрүшигә қариғанда, розиһаҗиниң үрүмчидә, корлада, ақсуда вә хотәндиму тармақ ширкәтлири бар болуп, ака-ини иккилиси асасән өй-мүлүкчилики билән шуғулланған икән. Улар тутқун қилинғанда хотәндә зор мәбләғ билән интайин чоң көләмлик базар қурулуши вә бүгүрдә йәнә бир аилиликләр райони қурулуши елип бериливатқан икән.
Бу ака-ини байвәтчиләрниң йәнә үрүмчи, корла қатарлиқ җайларда 10 дин артуқ дача вә өй-земинлири бар икән. Ундин башқа уларниң қорған, җәвһәр, бодун, қәлә қатарлиқ ресторанлириму таза раваҗ тапқан болуп, нөвәттә уларниң бу көчмәс мүлүклиридин башқа қолидики 3-4 йүз милйон йүән банка һесабати пүтүнләй тоңлитилған икән.
Өмәрҗан һәмдул акиси розиһаҗи вә мәмәт һәмдулларниң һечқачан җинайәт өткүзүп бақмиғанлиқи, уларниң сәзгүр вә наһайити еһтиятчан кишиләр икәнликини тәкитлиди. У хитай даириләрниң уйғур байлириға зиянкәшлик қилишта пәқәт баһанә тапалмиғанда уларниң сахавәтчилик ишлиридин қусур издәйдиғанлиқини оттуриға қоюп, даириләрниң пәқәт акилириниң мал-мүлкини игиләш мәқситидә уларниң мәктәпләргә пул ианә қилғанлиқлирини баһанә қилип туруп тутқан болуши мүкинликини илгири сүрди.
“ақсу ахбарат тори” қатарлиқлардин ашкарилинишичә, даириләр районда лагерларни қуруш билән охшаш мәзгилләрдә мәркәзниң бир туташ буйруқи бойичә, иқтисадни омумйүзлүк тәкшүрүш хизмитини башлатқан икән. Буниңда һәрқайси наһийә вә шәһәрләрдики кархана орунлири һәмдә йәккә тиҗарәтчиләр қаттиқ интизам астида өзлириниң хусусий байлиқиниң тәпсилий әһвалини алақидар җәдвәл бойичә толдуруп, мунасивәтлик һөкүмәт орунлириға тапшурған. Буниң орунлиниш нисбити йүз пирсәнткә йәткән икән.
Йеқиндин буян уйғур дияридики пулдар уйғурларниң қамаққа елиниши вә уларниң мал-мүлкиниң мусадирә қилиниши һәққидики учурлар көпләп ашкариланмақта. 2017-Йилидин буян радийомизда уйғур дияридики әлсөйәр содигәрләрдин ғулҗадики даңлиқ сахавәтчи нуртай һаҗи, садиқҗан сақиһаҗи қатарлиқларниң тутқунда икәнлики, даңдар байлардин йәнә яқуп һаҗи билән селим һаҗиларниң кесиветилгәнлики, сахавәтчи, дөләтлик иккинчи дәриҗилик психик мәслиһәтчи, интил мәктипиниң қурғучиси абләт абдулланиң 17 йил кесилгәнлики, қәшқәрдики сода-санаәтчиләр бирләшмисиниң рәиси абдуҗелил һаҗимниң 18 йил кесилгәнлики, сәмән меһманханисиниң саһиби ибраһим сәмәнниң тутқунда икәнлики, ғулҗадики даңлиқ сахавәтчи абдуғаппар абдурусулниң өлүмгә һөкүм қилинғанлиқи һәққидә хәвәрләр берилгән иди.