Писихолог мунирә ханим: “азаблиништин қечиш-азабтин қутулушниң чариси әмәс”

Мухбиримиз нуриман
2022.12.29
uyghur-sot-kollegiyesi-AP.jpg “уйғур сот коллегийәси” ниң баш сотчиси, атақлиқ адвокат сир җефрей найис(Sir Geoffrey Nice) әпәнди сот һөкүмини җакарлимақта. 2021-Йили 9-декабир, лондон.
AP

Хитайниң уйғурларға қаратмилиқ елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң нәтиҗисидә 2017-йилидин буян милйонлиған уйғурниң туюқсиз йоқап кәткәнлики, лагерларға соланғанлиқи, түрмиләргә ташланғанлиқи мәлум болған иди. Хитай җ х министерлиқиниң сабиқ миниситери җав кеҗи билән уйғур аптоном райониниң сабиқ партком секритари чен чүәнгониң 2018-йили сөзлигән мәхпий нутуқидиму, уйғур районида 2 милйондин артуқ кишиниң “диний әсәбийлик” билән, 2 милйондин артуқ кишиниң “бөлгүнчилик” вә “шинҗаң мустәқиллиқи” идийәси билән зәһәрләнгәнликини тилға алғанлиқи ашкариланған иди. Ата-аниси, қериндашлири, уруқ-туғқанлири өз юртлирида йоқап кәткән, лагерларға вә түрмиләргә соланғанларниң муһаҗирәттики аилә тавабиатлири һазирғичә уларниң из-дерикини қилишни давамлаштурмақта.

Американиң вирҗинийә штатида турушлуқ арафат әркин, дадиси әркин турсуннниң 2018-йили 3-айниң башлирида тутулуп биваситә түрмигә йолланғанлиқидин хәвәр тапқан. Әйни вақитта арафат әркин вәтәндә сәвәбсиз тутқун қилинған ата-анисиниң хәвирини елиш йолида изчил издәнгән. У әйни вақитта радийомиз билән алақилашқан иди, 2019-йили дадиси әркин турсунниң аз дегәндә йәттә йиллиқ кесилгәнлики радийомиз тәрипидин дәлилләнгән иди.

Арафат әркин бүгүн радийомизниң зияритини қайта қобул қилди. Униң билдүрүшичә, у дадисиниң кисилгәнликидин башқа хәвәр алалмапту. У өзиниң бәш йилға йиқин вақиттики һаяти һәққидә тохтилип, дадисиниң хәвирини елиш үчүн иҗтимаий таратқулар арқилиқ елип бериватқан паалийитини немә болуп кетишидин қәтийнәзәр давамлаштуридиғанлиқини, әмма буниң үчүн писхика җәһәттин техиму күчлүк болуши керәкликини һес қлғанлиқини баян қилди.

Америкада турушлуқ шәһидә елиниң дадиси елиҗан мамут, 2017-йили лагерға елип кетилгән. У шуниңдин кейин дадисиниң из-диркини алалмиған. Шәһидә елиму бүгүн йәнә бир қетим радийомизниң зияритини қобул қилди. У сеғиниш вә дадисини қайта көрүш үмидиниң уни қәйсәр болушқа үндәватқан болсиму, әмма дадисниң бәш йилдин буян техичә әркинликкә чиқалмаслиқи уни үмидсизликкә патуруп қоюватқанлиқини баян қилди.

Түркйәдә яшаватқан лагер қурбанлириниң аилә тавабиатлири башлиған “аиләм қәйәрдә” паалийитидә актип рол ойниған магистир аспиранит мәмәттохти атавулланиң инилири 2017-йили, аниси 2018-йили лагерға елип кетилгән. Униң радийомизға билдүрүшичә, у хитай һөкүмитиниң хәвәрлиридин инилирниң һаятлиқидин хәвәр тапқан. Әмма һазирғичә алиси билән бивстә көрүшүп бақмиған. Бу бәш йил җәрянидики изтирап, уни һаят вә миллитиниң тәқдири һәққидә чоңқур ойлинишиға түрткә болған.

Йоқурида ейтлиғандәк, ата-анилириниң арзу-үмдлирини елип чәт әлгә оқушқа чиққан вә ата-ана, қеридашлиридин узақ ят әлләрдә пут тирәп туруш үчүн тиришиватқан уйғур яшлириниң аилсидин һечқандақ хәвәр алалмаслиқи, уларда нурғун писихологийәлик вә роһий бисимларни кәлтүрүп чиқарған.

Түркийәдә турушлуқ мунирә ханим 2017-йили түркийәдики фатиһ султан мәһмәт университети вә бәзмиаләм университети бирләшмә программисида килинкилиқ писхологийә кәспидә магистирлиқ унвани алған. У шуниңдин буян тор арқилиқ вә муһаҗирәттики уйғурларға писихологийәлик мәслһәт берип, писихологийәлик дәрсләрни өтүп кәлгән. У муһаҗирәттики уйғурларда нөвәттә омумйүзлүк писихологийәлик мәсилә мәвҗутлуқини, бу мәсилиләргә һәргиз сәл қаримаслиқи керәкликини тәкитлиди.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, лагер қурбанлириниң аилә тавабиатлири учраватқан, шундақла муһаҗирәттики уйғурлар дуч келиватқан ортақ писихологийәлик мәсилиләр һәмдә бу мәсилиләр һәққидә писихолог мунирә ханимниң анализлирини йоқуридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.